«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бирлик

①Исим. Иттипақлиқ, инақлиқ: ирадә бирлики. ②Сүпәт. Көпчиликкә тәәллуқ болған, омумийлиққа игә: бирлик сәп. ③Исим. Шәйиләрни өлчәштә өлчәм қиливелинған миқдар: өлчәм бирлики // бирлик мәһсулат.

Биринчи

①Сан. Биринчи номурлуқ: биринчи синип. ②Сүпәт. Әң алдинқи орунда турған, әң алдинқи: өзини махтиған биринчи әхмәқ, хотунини махтиған иккинчи әхмәқ (мақал). ③Рәвиш. Баштин кәчүрүлмигән, көрүлмигән; һайатида әмди бирла қетим йүз бәргән, садир болған: бу мениң оқуғучилар алдида биринчи қетим дәрс өтүп беқишим иди. ④Сүпәт. Һәммидин алдинқи қатарда турған, әң маһир, илғар, әла, пешқәдәм: бу йилқи мусабиқимиздә қоманданимиз савут биринчи. ⑤Сүпәт. Һәммидин зөрүр, әң еһтийаҗлиқ болған, әң муһим, асасий; баш: бу йәрдики биринчи вәзипә дәм елиш, андин қалса өгиниш.