«Б» Билән Башланған Изаһлар

Битәрәпчилик

Исим. Өз дөлитиниң сийасий мустәқиллиқи вә игилик һоқуқиниң пүтүнлүкини сақлашни; һәрқандақ һәрбий гуруһқа қатнашмаслиқ, өз земинини башқа дөләтләрниң һәрбий базисиға айландурмаслиқ, һәрқандақ дөләт билән дүшмәнләшмәсликни көздә тутидиған вә шуни тәшәббус қилидиған бир хил дипломатик бәлгилимә; қарарнамә.

Бир Баштин

①Башлинидиған җайидин: тәһрир алдиға тизилған мақалиларни бир баштин көрүп түзитишкә киришти. ②Бир тәрәптин, бир йақтин, тәртипи билән: аптобус алдиға топланғанлар бир баштин киришкә башлиди.