«Б» Билән Башланған Изаһлар

Бандура

Исим [поләк«йунан] «музика» окраин хәлқиниң бир хил үч тарлиқ музика әсваби. Шәкли қовузға охшап кетиду. У асасән хәлқ ичигә тарқалған чалғу әсваби болуп, совет дәвридә оркестирларғиму киргән.

Байанатчи

Исим. Бирәр орган, тәшкилат йаки мәхсус аппаратларниң мунасивәтлик байанлирини елан қилишқа бәлгиләнгән мәхсус хадим: ахбарат байанатчиси. Ташқи ишлар байанатчиси. Говуйүән байанатчиси.

Брутселлйуз

Исим [инглизчә] «биологийә» бир хил йуқумлуқ кесәл, кесәл қозғатқучиси брутселлйуз тайақчә бактерийиси. У өчкә, кала, қой, чошқа қатарлиқ өй һайванлириниң бала ташлаш кесили болуп, нәсиллиниш әзалириниң йаллуғлиниши, бала ташлаш, туғмаслиқ вә башқа әзаларниң йаллуғлиниши қатарлиқ аламәтләр билән ипадилиниду.

Боранлиқ

Сүпәт ①борини бар, боранға толған: боранлиқ кечә.*У йамғур вә боранлиқ түн қойнида ғайиб болди. ②Көчмә мәнидики сөз. Кәскин, шиддәтлик, күрәшкә толған: боранлиқ йилларниң шаир лачини, көксидин чечип қан, келәчәккә парлақ үмидләрни йезип кәтти.

Бошимақ

Пеил ①игилигән вә ишғал қилған нәрсидин халий болмақ: өй бошиди. Йол бошиди. ②Иштин, мәлум һәрикәттин чүшмәк; бикар болмақ: ишидин бошимақ. Хизмәттин бошимақ.*Гепи гәпкә охшимас, ағзи гәптин бошимас (мақал).*Йәнә икки күндин кейин униң қоли хели бошайду. ③Қутулмақ, қутулуп чиқмақ: түрмидин бошимақ.