Пеил ①йүз бәрмәк, садир болмақ: һайванларму бош кәлмәпту. Қириқ кечә-күндүз җәң бопту. ②Кәлмәк; башланмақ: чүш болди. Завал болди. ③Бирәр йәрдә мәлум вақит турмақ: шәнбә күни гүлбаһар кәчкичә һәҗәр ачиниң өйидә болди. ④Орунлашмақ: той күни қерилар бир йәрдә, йашлар бир йәрдә болиду. ⑤Өсмәк, айнимақ, охшимақ: ғора болмай меғизи болмас. ⑥Өтмәк:-маңа мушу йәрдә йашиғили узақ йиллар болди,-деди кейик. ⑦Мәвҗут, бар һаләткә кәлмәк: әмгәк билән өзигә һайат йоли тепишни мәқсәт қилғучиниң бунчилик гәп қилиш һоқуқи болидуғу! ⑧Вәзипигә тәйинләнмәк, бирәр дәриҗә вә орунға еришмәк болмақ: мән һазир мәктәп мудири болдум, лекин мәктәп хизмитини бир күнму ишлигиним йоқ. ⑨Мәлум қиммәткә йаримақ: зивиршаниң һесабида уларниң 3300 миң бағ қомуши 7 миң 5 йүз йүән болатти. ⑩Тоғра, мувапиқ кәлмәк: ахир савут бу иш үстидә һечкимгә еғиз ачмиғиним түзүк, йениклик билән қошнамни йаман адәмгә чиқиривәтсәм болмас, дегән ойға...
Давамини оқуң!