«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әйләтмәк

①«Әйлимәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: қасим териләрни шәхсләргә һөддигә берип сүпәтлик әйлитип болди. ②«Әйлимәк» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: сөйгүдин салди әл асфалт йолға, қәлбидәк ғубарсиз пайандазини, гүлдәстә тутушти бизгә һәвәстә, әйлитип җәвлан уз баһар, йазини.

Әйнәкчилик

Исим ①өй-имарәт деризилиригә, ишкап, җаһазларға әйнәк селиш вә қураштуруш иши, шу иш билән шуғуллиниш кәспи: дадам әйнәкчилик қилатти. ②Һәр хил әйнәк буйумларни йасаш мәшғулати.

Әвзәл

①Сүпәт [әрәбчә] йахши, әла, обдан, артуқ: миң аңлиғандин бир көргән әвзәл (мақал). ②Исим [әрәбчә] лай һәм гәҗдин кичик һәм назук қилип ишләнгән йаки ишик-деризиләрниң кешикиниң йүзи тәрипигә чиқирилған пилта-нава. ③Пилта-нава қақидиған әсваб.