«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әбгар

Сүпәт [парсчә] ①һал әһвали начар, йаман әһвалға чүшүп қалған; хараб: бу җараһәтләр уни толиму көрүмсиз, әбгар көрситип туратти. ②Оруқ, зәип, җүдәңгү; аҗиз: әтийаз күни тағдин һәйдәп келингән қойларниң һәммиси әбгар икән.

Әпған

Исим [парсчә] «йезиқ тили» пиған, налә-пәрйад, налә-зар: шәмси җанан әй нигара қайдисән, висалиңға әмди қачан йетәрмән, қай таманға башим елип йүрәрмән, мән нәйлийин йардин әпған болмиса.