«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әймәнмәк

Пеил ①һайа қилмақ, тартинмақ, қорунмақ: хиҗилмән, гәпниң болар йерини ейтсам, саңа очуқ пикир бериштин әйминимән. ②Һейиқмақ, тәп тартмақ, қорқмақ, сүр басмақ: сәмәтниң шундақ тәрсалиқи туттики, бәш адәм әйминип униң алдиға баралмиди.

Әһлисәлип

Исим [әрәбчә] «тарих» оттура әсирдә муқәддәс земинни истела қилиш үчүн ғәрбтики христианларниң қилған һәрбий йүрүшигә қатнашқучилар, улар кийимлиригә вә қораллириға сәлип (крест) бәлгисини қадивалған, шуңа әһлисәлип дейилгән.