«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әс

Исим ①адәмниң билиш, пикир қилиш қабилийити; аң, зеһин, һош, әқил: есини йоқатмақ. Есини йиғмақ. Есини тапмақ. Есини билмәк.*Есиң барида етәк йап (мақал). ②Йадида сақлаш, йадқа елиш қабилийити; йад, хатирә: әстә тутмақ. Әстә қалдурмақ. Әскә алмақ. Әскә салмақ. Есигә кәлмәк.

Әскиләшмәк

Пеил ①кона, вәйранә һаләткә кәлмәк, кониримақ: һазирқи бу мәктәп бинаси наһайити әскилишип өрүләй дәп қалди. ②Кәпсиз, әдәпсиз, биһайа болмақ, осаллашмақ: кичик балини оқутмай кочиға қойувәтсә узимайла әскилишип кетиду.