«П» Билән Башланған Изаһлар

Пакит

Исим [русчә«латинчә] ①инкар қилғили болмайдиған, реал, бар нәрсә; һәқиқий вәқә, һадисә вә шулар һәққидики мәлумат: пакит алдида пил осурупту (мақал). ②Бирәр иш, нәрсә һәққидә хуласә чиқириш, қәтий бир пикиргә келиш үчүн хизмәт қилидиған асас, дәлил, һөҗҗәт: тарихий пакит. *Пакит муназиридин үстүн туриду.

Пал, Пали

①Исим [әрәбчә] кишиниң алиқиниға қараш, китаб варақлаш, қарта ечиш, таш вә майақларни йөткәш қатарлиқ усуллар билән кишиләрниң кәлгүсини, шуниңдәк кишиләр билишкә қизиққан нәрсә йаки һадисиләрни алдин ейтип беридиған сахта бешарәт: пал бақмақ. Пал салмақ. ②Тәқлид сөз. Қуйаш, йултуз, чирағ, от қатарлиқларниң йоруқлуқ чиқирип йениш һалити: өй ичидә бирдинла «пал» қилип чирағ йандидә, йәнә узимай «лап» қилип өчти.

Паланди

Сүпәт ①чәт, йақа йуртларға мәҗбурий әвәтилгән, паланған, сүргүн қилинған; сүргүн: паланди қилинмақ. ②Тил-һақарәт. Башқа йурттин кәлгән кишиләрни кәмситиш үчүн қоллинилиду: маву мамут паланди бәш күн болмастин һомийидиған болувалдиғу?

Пайлашмақ

①Пеил. Чидимақ, пайлимақ:-һелиму мушу тағлар пайлаштидә,-бовай еғир хорсинип қойуп сөзини давамлаштурди. ②«Пайлимақ» пеилиниң өмлүк дәриҗиси: дүшмәнләр йирақтин уни пайлашмақта иди.

Паң

①Сүпәт. Қулиқи аңлимас, гас, сағру: паң қулақ. Паң болмақ. Паң қилмақ. ②Исим [хәнзучә] қатар ойунлириниң бир хили. Паң адәттә тахтай вә шуниңдәк нәрсиләрниң йүзигә чақмақ шәклидә сизилиду. Униң сизилған йоллирида паң уруқлирини йүргүзүш арқилиқ ойнилиду: паң ойнимақ. Паң сизмақ. ③Сүпәт. Ғол-шахлири вә йопурмақлири һәддидин зийадә өсүп, бүклишип, өзини көтүрәлмәй йетишип кәткән; һосул бериши кәм болған (буғдай, шал, арпа қатарлиқ данлиқ зираәтләр һәққидә): буғдай паң болуп кетипту. ④Тәқлид сөз. Бирдинла етилиш, йерилиш, парчилиништин һасил болған аваз: милтиқ «паң» қилип етилди.