Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған.
1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән.
2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду.
Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан әҗдад роһи (Уйғур йазғучиларниң надир әсәрлири топлими), лай қәләниң сири (Уйғур йазғучиларниң надир әсәрлири топлими) қатарлиқ китаплири нәшир қилинған вә нурғунлиған мақалә – обзорлири түрлүк мәтбуатларда елан қилинған.
Йалқун Рози тәнқидий роһқа бай обзорчи, мәсулийәт туйғуси күчлүк публист, издиниш роһиға бай тәтқиқатчи, қайил қилиш күчигә игә натиқ сүпитидә бизниң әдәбийат-сәнәт, мәдәнийәт-маарип, радио-телевизийә саһәлирииздә көрүнәрлик нәтиҗә-утуқ қазанған, бурчини билип йашаватқан бир зийалиниң ролини ойнап кәлмәктә.
Уйғур Күтүпханисидики Йалқун Рози әсәрлири топлими:
- Мәмтили Әпәнди
- Тарим қовуқи чекилгәндә
- Тәклимакандики алтун колдурма
- Ойғиниватқан әҗдад роһи
- Зоро астер шундақ дәйду
- Лай қәләниң сири
- Турмуштики пәлсәпә























