Алим Әһәт

Айимақ

Пеил ①рәһимшәпқәт қилмақ, йүзхатирисини қилмақ, әзиз дәп билмәк: йаманни айисаң йахшилиқ йоқ (мақал). ②Еһтийат қилмақ, асримақ, авайлимақ, теҗимәк: дүшминиңни қаттиқ ур, калтикиңни айима (мақал). *Ат айиған ат минәр, кийим айиған тон кийәр (мақал). ③Йошурмақ, қизғанмақ: худа униңдин һечниемини айимай, семизлик вә сағламлиқни әң алий мукапат сүпитидә бәхшәндә қипту.

Айһай

Имлиқ сөз. Хушаллиниш, һайаҗанлиниш йаки һәйран қелиш сәвәбидин қилинидиған нида, хитаб, шавқун-сүрән: бовай бөриниң вапасизлиқидин ғәзипи өрләп уни кәтмән билән салғили туруптикән, айһай, бөрә дунйаға кәлгинигә миңбир пушайман йәпту.

Айәм

Исим [әрәбчә] ①барат ейиниң он бәшидики түнәйдиған күн, түнәк кечиси. ②Һейт күни, һейт: у мушу айәм күнләрдә өз йезисини, йезида өткүзгән һейтлирини сеғинип хийалға чөкти.