Алим Әһәт

Аңлатмақ

①«Аңлимақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: у гепини бизгә аңлатмаслиқ үчүн авазини қанчә пәслитип сөзлигини билән, биз йәнила аңлап қалдуқ. ②Радио йардими арқилиқ йәткүзмәк, тарқатмақ: шинҗаң хәлқ радио истансиси йәнә бәш минуттин кейин сәнәт номурлирини аңлитиду.

Аңлитиш

Исим. Радио истансиси йаки радио узеллириниң аңлитидиған бир қетимлиқ номурлири: шинҗаң хәлқ радио истансиси әтигән саәт бәш йеримда биринчи қетимлиқ аңлитишни башлайду.

Аңлишилмақ

①«Аңлашмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси. ②Билинмәк, уқулмақ, ипадиләнмәк: мәқсәтни қисқа сөзләр билән байан қилишта шундақ устилиқ керәкки, қисқа йоллар арқилиқ кәңри пикирләр ениқ ипадиләнсун, очуқ аңлишилип турсун.

Аңлиқ

1. ①Сүпәт. Аңға игә, әқил-идраклиқ: адәм аңлиқ мәхлуқ. ②Сүпәт. Иҗтимаий һайатни, өзиниң мәвқәси вә тарихий бурчини тоғра чүшинидиған, чүшәнгән:-қизим сиз аңлиқ вә йахши ишчи, -дедиммән мумкинқәдәр силиқ сөзләшкә тиришип. ③Сүпәт. Илмий чүшәнчигә игә, билимлик, мәдәнийәтлик: хәйрулланиң аниси аңлиқ айал болғачқа, оғлиниң тапқан лайиқиға дәрһал рази болди. 2. ④Сүпәт. Аң, әқил-идрак билән бағланған, әқил-идрак тәқәззаси билән қилинидиған: аңлиқ һайат. Аңлиқ һәрикәт. ⑤Рәвиш. Өзлүкидин, өз ихтийари билән, мәқсәтлик һалда, көрүп, билип туруп: рәһбирий йолдашлар өзигә қаттиқ тәләп қойуп, хилмухил натоғра истилларни аңлиқ тосуп, һәр милләт аммисиға үлгә болуши лазим.