А

Арғамчилиқ

Сүпәт ①арғамчиси бар; арғамча тутқан йаки көтүрүвалған: аву-тоқунақ арғамчилиқ кишини көрдүңму, дәл шу киши сени изләп кәпту. ②Арғамча тәййарлашқа ишлитилидиған, арғамча қилишқа болидиған: бизгә икки арғамчилиқ чупур лазим иди.

Арман

Исим [парсчә] ①әмәлгә ашмиған арзу истәк йаки вақтида қилинмиған ишлар түпәйлидин көңүлдә қалған өкүнч, пушайман, һәсрәт, надамәт:-қизим һайатла болса, униң билән дидарлишип өлүп кәтсәм арминим йоқ иди,-деди у езилип. ②Арзу, үмид:-көзүмниң очуқида дадамни вә қовм-қериндашлиримни бир көрсәм дегән арминим бар,-деди униң хотуни.

Аруз

Исим [әрәбчә] <ئەدەبىيات> Шеир түзүлүшидә, узун вә қисқа боғумларниң мәлум тәртиптә алмишип келишигә асасланған вә Уйғур классик шеирийитидә кәң қоллинидиған вәзин системиси: аруз вәзнидә йезилған шеир.

Азад

Сүпәт [парсчә] ①өз әркинлики, һоқуқи өз қолида болған, әркинликкә еришкән, қуллуқтин, асарәттин қутулған; һөр, әркин: азад вәтән. Азад заман. Азад болмақ. Азад қилмақ. ②Өз һалиға, мәйлигә қойулған, һечқандақ мәҗбурийәт билән бағланмиған; бош: «он икки муқам» өзини мәлум һекайилиқ тарихий дастан йаки қәһриманға бағлап, четип қойидиған тарихий чәклимидин азад.

Асасән

[Әрәбчә] ①рәвиш. Асасий җәһәттин: ғулҗа шәһри моңғулкүрә наһийиси тәййарлиқни асасән пүттүрүп болди. ②Тиркәлмә сөз. Бинаән, бойичә:-дадаң алдинқи сәптә урушта қурбан болди. Сән туғулдуң. Дадаңниң вәсийитигә асасән исмиңни җасарәт қойдум, -деди ана оғлиға.