①Исим «тебабәт» кесәллиниш, чарчаш йаки җараһәтлиниш нәтиҗисидә сезилгән җисманий азаб: ағриқни йошурсаң өлүм ашкара (мақал). ②Сүпәт. Ағриған, кесәл болған: ағриқ бала. ③Исим. Бимар, кесәл, сақсиз киши: турмиған меһманниң кәткини йахши, сақаймиған ағриқниң өлгини йахши (мақал). ④Исим. Көчмә мәнидики сөз. Роһий азаб, дәрд-әләм, азаб-оқубәт: йар мәһәллиси йирақ әмәс йоли бармикин, йар ағриқи болуп қалдим дора бармикин.