Ә

Әқилсизлиқ

Исим ①әқилгә хилап, әқилгә уйғун кәлмәйдиған қилиқ, миҗәз: әқилсизлиқ қилмақ. Улар әқилсизлиқидин беши чүшкән һалда ордиға кетишипту. ②Ойланмастин қилинған әхмиқанә иш: вай, йақ, бу тазиму әқилсизлиқ!

Әгрисунай

Исим [әгри+сунай] <بوتانىكا> Чоқа аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йилтизи сериқ, тебабәтчиликтә дора қилиниду. У қанни толуқлаш, йүрәкни күчәйтиш ролиға игә.

Әла, Әласи

Сүпәт [әрәбчә] ①сүпити, пәзилити җәһәттин әң йахши, әң йуқири; есил: әла сүпәт. Әла сорт. *Йүз аңлиғандин бир көргән әла (мақал). ②Мәктәпләрдә оқуғучиларниң илмий нәтиҗисини көрситидиған әң йуқири баһа: әла нәтиҗә. Әла оқуғучи. ③Әр вә айалларниң исми.

Әлмәш-Чәлмәш

Мунасивити интайин йеқин, апақ-чапақ, ичқойун-ташқойун, һәмнәпәс: бу җаниҗан мәнпәәт нәмәт билән сайимни бир йақидин баш чиқиридиған әлмәш-чәлмәшләргә айландурувәткәниди.

Әлвәттә

[Әрәбчә] ①рәвиш. Пикирниң йаки иш-һәрикәтниң қәтийликини, муқәррәрликини, шүбһисиз, сөзсиз беҗирилишини билдүриду: мени бармай қалармикин дәп әндишә қилмаң, мән әлвәттә баримән. ②Йүк. Шүбһисиз, турған гәп, тәбиий дегән мәнидә: әлвәттә, униң дәрһал баридиғанлиқи бизгә ениқ.