Ә

Әтәй

Рәвиш ①мәлум бир мәқсәт йушурунған һалда, билмәскә селип; билип туруп, қәстән: мән қизниң роһий интилишлирини билиш үчүн әтәй уни көпрәк сөзләттим. ②Алайитән, мәхсус, атап: мән әтәй сизни йоқлиғили кәлдим.

Әҗәб

Рәвиш [әрәбчә] ①һәйран қаларлиқ, қизиқ, ғәлитә: әпәндим һәйран болуп, хотунидин:-хотун, әҗәб сән үч айдила туғдуңғу?-Дәп сорапту. ②Җүмлидә ениқлиғучи ролида келип, «интайин, наһайити, таза, бәк, немидегән » ләргә охшаш күчәйтиш, ашуруш мәнилирини билдүриду: йарниң ети рәйһанму, чечи сумбул бостанму? Сөзлири әҗәб татлиқ, һәсәл-нават қошқанму?

Әдәбийлик

Исим ①әдәбийат-сәнәт әсәрлири арқилиқ турмушни образлиқ әкс әттүрүш, шуниңдәк идийиви һессийатни тоғра, ениқ, җанлиқ ипадиләш дәриҗиси. ②Йазғучи, әдибләрниң йезиқчилиқ ишлиридики кәспий маһарити.