П

Поккидә

Рәвиш ①«пок» қилған һалда: мән һарвиға лиқ йүк бесип келиватқинимда, һарва чақи орәккә поккидә чүшүп, етилип кәтти. ②Күтүлмигәндә, уштумтут: у ишикигә келип әмдила босуғидин атлишиға, поккидә икки адәм өйгә кирип кәлди.

Пианино

Исим [русчә«италийанчә] «музика» кунупкилиқ бир хил музика әсваби. Ички қисмиға нурғунлиған метал тарлар вә тивитлиқ рәхт оралған болқисиман кичик тайақчилар орнитилған болуп, тили бармақ билән бесилған һаман тайақчилар тарға урулуп, аваз чиқириду.

Питирлимақ

Пеил. Өзини һәр йанға уруп, пут-қолини силкип һәрикәт қилмақ; тепирлимақ: чоққилар үстидә гүрүлдәр боран, кәң йейип қанитини учиду бүркүт. Гойа у, қоғлайду алдиға селип, қачмақта питирлап қарамтул булут.