П

Пақиси Қанмақ

Тилики иҗавәт болмақ, ойлиғинидәк болуп чиқмақ, көңлидикидәк болмақ, арзусиға йәтмәк:-әмди пақаң қанғанду? 5000 Йүәнгә мотсиклит елип, уни мингәнгә асманға чиқип кәтмәссән?-Деди авут акам оғлиниң мотсиклитиға қарап қойуп.

Панилаһчилиқ

Исим «пәлсәпә» бир хил пәлсәпиви тәлимат. Бу хил тәлимат бойичә болғанда, илаһ инсаний болмиған мәнбә, бу мәнбә тәбиәт дунйасиниң сиртида болмастин, бәлки тәбиәт дунйаси билән тәң орунда туриду. Демәк, панилаһчилиқ роһни тәбиәт дунйасиға сиңдүрүп, тәбиәттин ташқири мәнбәни инкар қилиду.