П

Понкит

Исим [русчә«латинчә] ①йәр йүзи йаки бошлуқтики алаһидә бәлгә вә хусусийити билән айрилип туридиған нуқта, мәлум бир җай: аһалә йашайдиған понкит. ②Бирәр иш, паалийәт, тәдбир үчүн берилгән, мәхсус үскүниләнгән бина йаки җай: телефон истансисиниң сөзлишиш понкити.

Пипи

Исим ①«музика» сунай қатарлиқ пүвләп челинидиған сазларниң еғизда пүвлинидиған кичик нәйчиси. ②Пүвләп челиш үчүн сөгәт чивиқиниң қовзиқидин йасалған нәйчә: йешил йумран тал сөгәттин пипи йасидим, һәр йеқиға нәқиш ойуп, таза безидим.

Пичмақ

Пеил ①кийим-кечәк тикиш үчүн рәхтни мәлум әндизә вә өлчәмләрдә кәсмәк: тон пичмақ. *У бу кечә талай кийимләрни пичип, өйләрни безәп болди. ②Кәсмәк, тилмақ, тоғримақ: тавуз пичмақ. Қоғун пичмақ. <③Зоол» әркәк малниң җинсий безини еливәтмәк. ④Көчмә мәнидики сөз. Бәлгилимәк, бир һөкүмгә кәлмәк, кәсмәк (баһа, нәрх, иш һәққи вә шу қатарлиқлар һәққидә): баһасини пичмақ.