Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Асасланмақ

①«Асаслимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: уларниң оттуриға қойуватқини нәччә миң йиллиқ тарихий реаллиқ арқилиқ асасланған нуқтиинәзәр. ②Мәлум шәйини хуласилаш йаки һөкүм қилишниң алдинқи шәрти қилмақ; тайанмақ, йөләнмәк: тилшунаслиққа даир тарихий хатириләргә асасланғанда, алтай тиллири тоңғус тили, түркий тиллар вә моңғул тил тармақлирини өз ичигә алиду.

Асайиштә

Сүпәт [парсчә] уруш-талаш, җәңги-җедәлдин, ғовға-тәшвиштин халий; тинч, бихәтәр, хатирҗәм: бир қетим, бир йаш алим униң бәһузур, оңушлуқ, асайиштә турмушиға интайин зоқлинидиғанлиқини билдүргәниди.

Ашлиқ

①Исим. Ун чиқирилидиған, аш-тамақ қилинидиған дан: данлиқ ашлиқ. *Ишләпчириш дүйимиз йазлиқ йиғимдила 200 миң җиң ашлиқни амбарға киргүзди. ②Сүпәт. Аш болидиған, ашқа йетидиған (алдиға санақ сан елип кәлгәндә): өйдә аран бир ашлиқ ун қалғаникән, шуңа азрақ ун тартип келәй дәп маңдим.

Ағдурмақ

①«Ағмақ» пеилиниң мәҗбурий дәриҗиси: мән дәрһал көзүмни абдуллаға ағдурдум. ②Көчмә мәнидики сөз. Һакимийәт үстидин йаки йуқири мәнсәптин елип ташлимақ, чүшүрмәк, йиқитмақ: 1830 йил 7- айниң 27- күнидин 29- күнигичә парижда инқилаб партлап, борбон сулалисини ағдуруп ташлиди. ③Үстигә йүкләнгән, теңилған гунаһ, җинайәтни йоққа чиқармақ: әнзә ағдурмақ.