Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Йилтиз Көчүрүш

«Деһқанчилиқ» бәзи өсүмлүкләрни көпәйтишниң бир хил усули. Буниңда, өсүмлүк йилтизи бир нәччә парчә кесилип, тупраққа көмүлгәндин кейин, һәрбири мустәқил бир түп болуп йетилиду.

Йилтиз Көрсәткүч

<математика> йилтизлиқ ипадидики йилтиз бәлгисиниң сол тәрәп йуқири бурҗикигә йезилидиған сан. Мәсилән, төвәндики йилтизлиқ ипадидики 4 рәқими йилтиз көрсәткүчтур.

∜(a+b)

Йилтиз Учи

«Ботаника» йилтизниң әң алди тәрипидики тәхминән бир сантиметир узунлуқтики қисми. Йилтиз ғилипи, өсүш нуқтиси, узирап (узирип) өскүчи қисми вә йетилгән қисмидин ибарәт төт қисимға бөлиниду. Йилтиз адәттә йилтиз учиға тайинип өсиду вә су сүмүриду.

Йилтиз Улақ

«Орманчилиқ» бир хил улақ шәкли, йәни дәрәх йилтизини улақ түви қилип улаш усули. Буниңда, көчәт йилтизи 8-6 миллиметир йерилип искинә улақ қилинип, көчәтханиға тикилип көчәт йетиштүрүлиду. Йилтиз инчикә болса, улақ түви йерилип, қипча санҗилиду.

Йилтизи Чиңимақ

Орни мустәһкәмләнмәк, мәзмут, мидирлимас болуп орунлашмақ, мәзмут орунлишип кәтмәк: демисиму, шундақ муддиайимиз йоқ әмәс, лекин ағичиниң йилтизи чиңип, қорсиқи домбийип қалғучә кәшисини тоғрилимисақ, кейинчә қутулғили болмай қалиду әмәсму?

Йилтизиға Палта Чапмақ

Қаттиқ зәрбә бәрмәк, һалакәткә йүзләндүрмәк:-хәлқимиз бир күни болмиса биркүни көтүрүлүп, җаһаләтниң йилтизиға палта чапмай қоймайду,-деди пәрһат гепини давамлаштуруп.