Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Йиллап

Рәвиш. Йил бойи, йил вә йиллар давамида; бирнәччә йил: йәрләр һөддигә берилгәндин кейин, йиллап бир тийин пул көрмигән деһқанларниң қолиға пул кирип, қорсиқи тойуп, кийим-кечики йеңиланди.

Йиллап-Йиллап

«Йиллап» сөзиниң тәкрарлинип күчәйтилгән шәкли: надан хәлқ йиллап-йиллап ач қорсақ, йиғин ечип, шоар товлап өтәтти. Әл бешиға минивалған фашистлар, игиликини бузуп вәйран етәтти. *Турсун һазир йиллап-йиллап өйгә бир пуң елип кирмәйдиған болуп қалғаниди.

Йиллиқ

①Сүпәт. Бир йилға мөлчәрләнгән; бир йил ичидә болуп өткән йаки болидиған әһвалларға аит, көрситилгән йилға, шу йилдики әһвал-вәқәләргә мунасивәтлик: у чағда бизләрдин йиллиқ имтиһан елинивататти. *Йиллиқ хуласидә һәрбир кишиниң хизмитини баһалашта мушу хатирә асас қилиниду. ②Сүпәт. Миқдар вә санни билдүридиған сөзләр билән келип «шунчә йилға мөлчәрләнгән; шунчә йил давам қилидиған йаки қилған; шунчә йил болған» дегәндәк мәниләрни билдүриду: ахири мениң үч йиллиқ оқуш вақтим тошуп, хизмәткә тәқсим қилиндим. *Мән дәсләпки 19 йиллиқ һайатимни ашу йәрдә өткүздүм. *Сиз билмәйсиз, қасим дегән бизниң йезимизниң он нәччә йиллиқ су кадири. ③Исим мәктәпләрдики оқуғучиларниң мәктәпкә киргән йил чәклимиси асасида бөлүнгән дәриҗә айримиси: 92-йиллиқ Уйғур тили синипи. 3-Йиллиқ 2-синип. ④Исим. Йил бойи сәрп қилған меһнити, әмгики...

Давамини оқуң!

Йиллиқ Параллакс

«Астрономийә» турғун йултузларниң арилиқини өлчәштә йәр шариниң қуйаш әтрапида айлиниш орбитисиниң радиуси асаси сизиқ қилиниду. Буниңдин чиққан параллакс йиллиқ параллакс дәп атилиду.