Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Йилтиздаш Сөзләр

«Тил» бир сөз йилтизи асасида йасалған сөзләр. Мәсилән, Уйғур тилида «баш» дегән сөз асасида «башлиқ», «башлимақ», «башламчи», «башланғуч», «башбаштақ», башпанаһ», «башчилиқ», «башқарма» қатарлиқ сөзләр йасалған. Буларниң һәммиси йилтиздаш сөзләрдур.

Йилтизсиман Ғол

«Ботаника» йәр асти ғолиниң бир қисми. Адәттә узун болиду. Йәр астида тоғрисиға өсиду, сиртқи шәкли йилтизға охшайду, әмма боғуми болиду. Йилтиз ғилипи болмайду, бәлки чоққа бихи болиду. Мәсилән, нелупәр, қомуш қатарлиқларниң йәр асти ғолиға охшаш.

Йилтизлиқ

Сүпәт ①йилтизи бар, йилтиз тартқан: йилларниң өтүши билән әйни чағдики йаш көчәт әнә шундақ чоңқур йилтизлиқ дәрәхкә айланғаниди. ②«Математика» йилтиз бәлгиси бар, йилтиз бәлгиси ичигә елинған: йилтизлиқ ипадә.

Йилтизлиқ Тил

«Тил» типлар бойичә түргә айриш усули арқилиқ, сөзләрниң қурулмисини асасий өлчәм қилип айрип чиқилған тил типлириниң бири. Бундақ тилларниң алаһидилики шуки, сөзләрниң ички қисмида грамматикилиқ мәнә аңлитидиған мәхсус қошумчә бәлгә йоқ. Сөзләр қошумчә қошуш арқилиқ йасалмайду йаки шундақ болғандиму роли наһайити аҗиз болиду. Сөзләрдә морфологийилик түрлиниш болмайду йаки болсиму наһайити кәм болиду. Җүмлидә сөзләр билән сөзниң мунасивити пәқәт сөзләрниң рәт тәртипи арқилиқ йаки йардәмчи сөзләр арқилиқ ипадилиниду. Мәсилән, хәнзу тили адәттә мушу типтики тилларға кириду.