Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Протон

Исим [русчә<گرېكچە] <فىزىكا> Атом йадросини тәшкил қилғучи асасий зәрричиләрниң бири, мусбәт зәрәтлик, униң зәрәт миқдари електронниң 1836.5 Һәссисигә баравәр келиду. Һәр хил атомларниң тәркибидики протонлар сани охшаш болмайду.

Психолог

Исим [русчә] ①<پسىخولوگىيە> Психологийә алими, психологийә мутәхәссиси. ②Көчмә мәнидики сөз. Кишиниң психологийиси, миҗәз-хулқи, роһий һалитини йахши билидиған, шуниңға қарап муамилә қилидиған сәзгүр адәм.

Плутон

Исим [грекчә] <ئاسترونومىيە> Қуйаш системисидики тоққуз чоң планетиниң бири. У тоққуз планетиниң қуйашқа болған йирақ йеқинлиқ рәт тәртипидин саниғанда тоққузинчи, шуниңдәк қуйашқа әң йирақ вә әң кичик планета һесаблиниду. Униң қуйашни айлиниш омумий дәврий 842 йил; сиртқи йүзиниң температуриси селсийә 20градус; бир данә сәййарә йәнә уни айлинип һәрикәт қилип туриду.

Почтикәш

Исим ①«почта» дейилидиған һарвини һәйдигүчи киши: шу чағда почтикәш ойнақлап турған атларни кәйнигә шохшитип, почтиниң ишикини ачти. ②Исим [р+п] почтиханиниң хәталақә, гезитжурнал қатарлиқ нәрсилирини тошуғучи хадими: дәрваза ғичилдап ечилип, почтикәш кирип кәлди.