Арамчилиқ

Исим. Хатирҗәмлик, арамлиқ: кишиләрниң көңли бирәр нәрсидин араз йегәндә, қизиқ бирәр чақчақ аңлиса, көңлидики ғәшлик көтүрүлүп, күлкә ичидә өз көңлигә арамчилиқ тапиду.*Садирға «уһ» дегүдәк арамчилиқ ахир несип болди.

Арам

Исим [парсчә] ①һардуқ, дәм: арам алмақ. Арам бәрмәк.*Палта чүшкүчә көтәк арам апту (мақал). ②Хатирҗәмлик, раһәт, һузур: лекин ана йалғуз қизиниң алиқанлиридин җениға арам сезиду .③Көчмә. Айилиш, сақлиниш: мевә-чевә ашлиққа арам бериду.