Атланмақ

Пеил ①атқа минмәк: улар атлиқ кәлгән, улар билән биринчи дуйниң әзалириму атлинип биллә келишкәниди. ②Көчмә. Бирәр җайға бериш үчүн тәййарланмақ, һазирланмақ: һазир алдинқи сәптә күрәш қизимақта, мән пат йеқинда бу муқәддәс җәңгә атлинимән .③Көчмә. Бирәр ишни қилишқа тәййарланмақ, һазирланмақ:-биз әзалар билән мәслиһәтләшкәндин кейин, қарлиқ тағниң сүйини әкилишкә атлинимиз,-деди сабир һакимға.

Аткос

Исим [русчә] «су ишлири» ①егизлик дәриҗиси бара-бара төвәнлигән йанту йүз: аткос тапини. Аткос чоққиси.*Бу йәрдә ишләватқан 200 дәк киши қара тәргә чөмүлүп түзләш, хаңдаш, аткос чиқириш ишини ишләвататти. ②Йанту йүзниң башлиниш вә ахирлишиш нуқтиси оттурисидики егизлик пәрқиниң горизонтал арилиққа болған нисбити.

Атқулақ

Исим [ат+қулақ] <ботаника> қамчиот аилисигә киридиған, көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Түвидин өскән йопурмақлириниң сепи узун, ғолидин өскән йопурмақлириниң сепи йоқ, конуссиман гүл ретидә сус йешил, қизғуч гүлләйду, тағларда өсиду.