Атқучилиқ

Исим ①пахта, йуң қатарлиқларни йумшитиш, титиш иши: тохтиахун ака йил бойи атқучилиқ билән күн кәчүрәтти. ②Оқйа йаки милтиқ қатарлиқларни етиш иши: бизниң қисимда атқучилиқ билән даң чиқарғанлар аранла биз иккимиз.

Атқуч

Исим. Кичик типтики балилар қорали. Бурун ачимақ йағачниң икки ачисиға иккилик кәңликтики латини бағлап йасилатти, һазир рәзинкә бағлап йасилиду. Рәзинкә арисиға кичик таш қатарлиқларни қистуруп, рәзинкини созуп туруп қойуп берилиду. Адәттә қошқач қатарлиқ кичикрәк учар қанатларни етишқа ишлитилиду.