Атом

1. Исим [русчә<грекчә] ①<физика> химийилик елементни һасил қилғучи әң кичик зәрричә, шундақла маддиларниң химийилик реаксийигә кириштики әң түпки зәрричә болуп, у мусбәт зәрәтлик атом йадроси вә атом йадросини айлинип һәрикәтлинидиған електронлардин тәшкил тапиду; һәр хил атомларниң массиси, чоң-кичиклики вә башқа хусусийәтлири өзара охшашмайду .

2. Исим ②<һәрбий ишлар> йадро қораллириниң бир хили. Уран, плутоний қатарлиқларниң атом йадроси парчиланғанда һасил болидиған атом енергийисидин пайдилинип қириш, хараб қилиш үчүн ишлитилидиған қорал, партлиғанда зәрбә долқуни нур радиатсийиси вә радиоактиплиқ булғиниш пәйда қилиду: атом партлатмақ.

Атмақ

1. Пеил ①қолдики нәрсини шилтип йираққа йаки мөлчәрләнгән йәргә ташлимақ; ирғитмақ: топқа қарап таш атма (мақал).*Таш атқанға қаш ат (мақал). ②Шиддәт билән бирәр йәргә ташланмақ: есәдәп йиғлаватқан мәрйәм «ака» дегиничә закирҗанниң бағриға өзини атти.*Униң атқан мушти тәгмиди .③Көчмә. Чиқармақ, йаймақ, ечилмақ: чечәк атмақ. ④Титмақ, парчилимақ: пахта атмақ. Йуң атмақ.*Алта ай атқан пахтам бир чапанға йәтмәпту (мақал). ⑤Партлатмақ: тағ атмақ. Поҗаңза атмақ. ⑥Күч билән иттирип чиқармақ, өрлимәк: қадир долқунлар үстигә долқунлар етип еқиватқан дәрйа бойиға қарап маңди . 2. ⑦Бирәр қорал васитиси арқилиқ оқ вә шуниңға охшаш нәрсиләрни чиқармақ, үзмәк: аталмиғанниң оқи алта ғулач кетәр (мақал). ⑧Бирәр қорал васитиси арқилиқ йариландурмақ ,өлтүрмәк: атиси атмиған қоңғузни, балиси етипту тоңгузни (мақал).*Дадамни улар етивәткән. ⑨Мидирлатмақ,...

Давамини оқуң!

Атлетика

Исим [русчә«грекчә] «тәнтәрбийә» күч вә чаққанлиқ тәләп қилидиған һәм уларни камалиға йәткүзидиған спорт мәшиқлириниң йиғиндиси: 1986 -йили мәмликәт бойичә йеник атлетика мусабиқиси өткүзүлди.

Атлимақ

Пеил ①дәссимәй икки пут арисида қалдуруп үстидин һалқип өтмәк, артилип өтмәк; сәкримәк: у босуғидин атлай дәп турушиға, бир қизниң варқириған авази аңланди. ②Қәдәм алмақ, қәдәм ташлимақ: айағ атлимиса, баш йүгүрмәйду (мақал). ③Қалдуруп, тәгмәй йаки мәлум қисмини ташлап өтүп кәтмәк: наһийә атлап оқумақ. Синип атлимақ.*Мән хәтни атлап оқудум, хәтниң ахирида аҗайип сөзләр бар иди .

Атлиқ

1. ①Сүпәт. Ети бар, атқа игә: мана һазир у дулдулдәк икки атлиқ болуп қалди. ②Сүпәт. Ат мингән: туйуқсиз йаңақ дәрихи алдида үч атлиқ киши көрүнди .③Исим. Ат мингән киши: атлиқ пийадиниң һарғинини билмәс (мақал). ④Исим. Атқа хас хусусийәт, атқа хас алаһидилик: атниң атлиқи бардур, наватниң татлиқи бардур.

2. Сүпәт. Исимлик, намлиқ, исим йаки намға игә болған; … дәп атилидиған: даванчиңниң йоли қаттиқ тавузи татлиқ, даванчиңда бир йарим бар қәмбәрхан атлиқ.