Аилә

Исим [әрәбчә] ①әр-хотун вә уларниң бала-чақилири һәм әң йеқин туғқанлиридин ибарәт биргә йашиғучи кишиләр топи: у шу йол билән бу аилиниң ишәнчисини қолға кәлтүрүшкә киришипту. ②Бир мәқсәт, бир мәсләк билән бирләшкән көп кишиләр: җуңгодин ибарәт бу чоң аилидә әллик нәччә милләт йашайду. ③<биологийә> җанлиқлар системисидики түзүлүш җәһәттин бир-биригә охшаш, келип чиқиш җәһәттин өзара йеқин болған һәмдә бирнәччә уруқни өз ичигә алған гуруппа.

Аорта

Исим [русчә] «анатомийә» адәм бәдинидики чоң артерийә болуп, у сол йүрәк даланчисидин чиқип йуқириға созулуп, оңға қайрилип, андин төвәнгә саңгилап йай шәклини һасил қилиду. Андин омуртқа бойлап төвәнгә саңгилайду, көкрәк, қорсақ қатарлиқларда көплигән кичик артерийиләргә бөлүниду. У пүтүн бәдәнниң һәрқайси орунлириға қан йәткүзүп беридиған асаслиқ томур. У йәнә «чоң артерийә» дәпму атилиду: аорта йайи.

А

①Уйғур елипбәсиниң биринчи һәрпи вә шу һәрпниң нами

②«Аву» сөзиниң қисқарған шәкли.

③Рәт җәһәттә биринчи орунда туридиған шәйини билдүриду; а. Синип. Аву «1- йиллиқ а» синипқа кириң.

④Йүклимә сөз. Пеилларниң ахириға улинип тәкитләшни билдүриду: чаққанрақ болуңа. Тезрәк маңғина. Келимән дәмсиза?

⑤Турғун сөзләрдин пеил йасайдиған қошумчә: йаш- йаша. Қейин- қейна. Ойун- ойна

Әвәтмәк

Пеил ①бир җайдин иккинчи бир җайға киши буйрумақ, маңдурмақ: адәм әвәтмәк. ②Бирәр нәрсини бир җайдин иккинчи бир җайға бирәр васитә арқилиқ йоллимақ, йәткүзмәк, маңдурмақ: дадам силәрни өз қоли билән териған буғдайдин йәп бақсун дәп, бир тағар әвәтти.