Әвпариқун

Исим [әрәбчә] «ботаника» сериқ чай аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Мевиси ғоза шәклидә, уруқи көп, қарамтул пор рәңдә болиду; пүтүн тени дора қилиниду. Униң иссиқни тарқитиш, зәһәрни қайтуруш, ишшиқни йандуруш, қанни маңғузуш роли бар. У йәнә «сериқ чай вә дала чай» дәпму атилиду.

Әһваллашмақ

Пеил ①бир-биридин һал-әһвал, тинчлиқ-аманлиқ сорашмақ: әхтәм гүлчәмхан чоң анамға қарап келиветип, гүллүк йенида икки қолини көксиниң үстигә җүпләп тәзим қилди. Қәддини руслап әһваллашти. ②Һаллашмақ, параңлашмақ, сөзләшмәк; пикирләшмәк: ташвай кишиләргә салам бериду вә улар билән қизғин әһваллишиду.

Әһвал

Исим [әрәбчә] ①мәвҗут болған йаки йүз бәргән һаләт, пәйда болған кәйпийат, вәзийәт: инқилаб дәвридә әһвалниң өзгириши наһайити тез болиду. ②Турмуш шараити, һал-әһвали, күни: өй әһвали.*Өйүңдики әһвални қошнаңдин сора (мақал).