Әңликот

Исим [әңлик+от] «ботаника» әңликот аилисидики көп йиллиқ, саман ғоллуқ өсүмлүк. Йопурмақлири топлишип өсиду вә сапақсиз келиду, мевиси қаттиқ, шәкли тухумсиман вә сус қоңур рәңдә болиду; йилтизи тебабәтчиликтә дора қилиниду.

Әңгүштәр

Исим [парсчә] ①алтун, йақут қатарлиқ қиммәт баһалиқ метал вә ташлардин йасалған үзүк. ②Көчмә мәнилик сөз. Хасийәтлик, нурғун нәрсини қилишта қудрәтлик нәрсә, йол, нишанни көрсәткүчи: бовай көзлирини йирақларға тикип:-йеза игилик пәнтехникиси бизниң әңгүштиримиз, -деди.

Әйвәш

Исим. Көпрәк «кәлмәк» йардәмчи пеили билән биллә келип: «пәйлидин йанмақ, йолға кирмәк, пәскойға чүшмәк, мақул болмақ, унимақ, көнмәк » дегәндәк мәниләрни билдүриду: билмәмсиз, садирму әйвәшкә кәлди. Қени, маңа қанчилик нәп берисиз?*Буниң үчүн әзалар бурун ташливетилгән үнүмсиз йәрләрни қайтидин әйвәшкә кәлтүрди.

Әййуһәннас

Им [әрәбчә] «йезиқ тили»①көпчиликкә, топланған, җәм болған халайиққа қарита қилинидиған хитаб, нида; әй халайиқ, әй адәмләр: моллазәйдин йәнә җакарлап мундақ деди:-әййуһәннас-ишитиңлар амухас, гунаһ рийа болсиму, җаза дегән раст. ②Көчмә мәнилик сөз. Һайаҗан, қайғу, ғәзәп вә азаблиниш туйғулирини ипадиләйдиған дад-пәрйад, шавқун-сүрән, күчлүк аваз: кәйнимгә бурулуп қаридим, әййуһәннас, тамниң төшүклиридин йоған-йоған йиланлар башлирини чиқирип, кушулдишип турмамду, бәдәнлирим шүркүнүп кәтти.

Әйибнамә

Исим [әйиб+намә] бирәр хата иш-һәрикәт йаки җинайи қилмишни паш қилиш һәққидики шикайәт хети, һөҗҗәт қатарлиқлар: һелиқи киши сериқ йасима чишлирини көрситип, әйибнамини оқушқа башлиди.