Анивеши

Исим [ана+баш+и] «йезиқ тили» ①аилә башлиқи йаки бирәр җамаәткә баш болған, уни башқуруп турған һөрмәтлик айал. ②Балилар ойунида икки тәрәп қатнашчилиридин һәрбириниң башлиқи; башламчиси.

Анилиқ

Сүпәт ①аниси бар, аниси һайат: атилиқлар атам десә қуйулди йашим. Анилиқлар анам десә, егилди башим. ②Аниға хас, аниға алақидар: анилиқ муһәббәт. Анилиқ меһир. ③«Ботаника» ана тәрәп билән қандашлиқ вә уруқдашлиқ мунасивити бар болған: анилиқ түп. Анилиқ тән. Анилиқ гүл.

Аника

Исим. Аниси йаки аниси қатарлиқ айалларға йеқинчилиқ қилип уларни һөрмәтләп ейтидиған мураҗиәт шәкли:-аһ, -дәпту пәризат, -йаман қилдила аника, мениң маймун сүрәтлик ниқабимниң ис-түтәклири ата-анамниң димиқиға йетип барған һаман, улар мени издәп келиду.