Йиллиқчи

Исим. Узун муддәтлик йаки йиллиқ тохтам бойичә башқиларға йаллинип ишләйдиған киши, мәдикар, хизмәткар: асим шәһәршаһ һаҗиларниң өйидә өкүз қоши тутуп, йиллиқчи болуп ишләп йүргәндә, әкбәр шу байниң қойчиси иди.

Йилнамә

Исим. Йил тәртипи бойичә йезилған вәқә-һадисиләр тарихи; йил тәртипи бойичә йезилған тарихий хатириләр: бу йәрдә ерадин миң йил илгири, уйғурлар йилнамә йаратқаниди. Өзиниң йезиқи, елипбәсини, җими әл ичигә таратқаниди.

Йилнамилиқ

Сүпәт. Йилнамә қаидиси бойичә йезилған, йилнамә алаһидиликигә игә, йилнамигә охшаш тәртиптә, йил рети бойичә йезилған: бу һәқтә карл маркс өзиниң «һиндистан тарихиниң йилнамилиқ хатириси» дегән китабида тәпсили байан қилип өткән.

Йилик

Исим «анатомийә» сөңәк ичидики кавакчиларға толуп турған йумшақ тоқулма. Қизил йилик вә сериқ йилик дәп бөлүниду. Қизил йилик қан ишләпчиқириш ролиға игә. Бәзи җанлиқларниң йиликини истемал қилғили вә униңдин май ишләпчиқарғили болиду.

Йилик Ғилипи

Исим «анатомийә» оқсиман өсүк йаки узун шахсиман өсүкни орап туридиған мадда, уни нерва йелимсиман мадда һүҗәйрилири һасил қилиду. Тәркиби ақсил вә майлар болуп, изолйатсийилик роли бар. У нерва импулсниң тиздин өткүзүлүшигә пайдилиқ.