Йилики Тоқ

①Темән, сағлам, күч-қуввити бар: байниң балиси әмәсму? Йилики тоқ-дә.

②Пул-мели, иқтисадий күчи бар, иқтисадий асаси уллуқ:-пулимизни бәргән болсаңлар,-деди бовай көзлирини чимчиқлитип,-йиликимиз тоқрақ болар иди.

Йиликидә Су Ичмәк

①Қаттиқ зәрбә бәрмәк, вәйран қилмақ, һалак қилмақ: -тиливалдиниң йиликидә су ичимән! -Деди қубдун зәһәрхәндилик билән, -мениңдин өтүп кәткинини көрәй униң…

②Башқиларниң күчидин номуссизларчә пайдиланмақ, башқиларниң пайда-мәнпәәтини пәскәшләрчә өзи үчүн ишләтмәк: ундақ хәқниң йиликидә су ичидиған пихсиқтин алмиған пулни кимдин алимиз?!

Йиликини Чақмақ

Вәйран қилмақ, әбҗиқини чиқармақ, һалсизландуруп кардин чиқармақ, күч-қуввитидин айримақ: өткән йилқи тәбиий апәт деһқанчилиққа зор зийан кәлтүрүп, деһқанларниң йиликини чеқивәтти.

Йилики Үзүлмәк

Иқтисадий җәһәттә қийин һаләткә чүшүп қалмақ, иқтисадий әһвали интайин начарлашмақ, намратлашмақ: қейинатамниң өлүмини узитимиз, йәттә, қириқ нәзирлирини беримиз дәп, йиликимиз үзүлүп қалди.