«А» Билән Башланған Изаһлар

Азған

Исим «ботаника» әтиргүл аилисидики йопурмақ ташлайдиған чатқал. Ғоли инчикә, шахлирида зич өскән кичик тикәнлири болиду; йопурмиқи пәйсиман мурәккәп йопурмақ; гүли ақ йаки сус қизил рәңлик, хуш пурақлиқ; мевиси дора қилиниду.

Астрохимийә

Исим [русчә«грекчә] «астрономийә» астрономийиниң бир тармиқи, у асман җисимлириниң химийилик түзүлүши, физикилиқ хусусийити, қурулмиси, пәйда болуши, йоруқлуқ, массиси, чоң-кичиклики, химийилик тәркиби қатарлиқларни тәтқиқ қилиду.

Асмақчилимақ

Пеил. Зиғирлап, кочилап, йипидин йиңнисигичә, һечнемисини қоймай соримақ: һошур үнчиқмиди. Садирниң җаваби уни қайил қилдиму, буни асмақчилап сорашқа соали қалмидиму, буни билгили болмайтти.