«А» Билән Башланған Изаһлар

Анда

Рәвиш ①у йәрдә, бу йәрдә, шу йәрдә: ханиманим анда қалди, гүл чеһрим бәндә болди, қарақчилар қолида қалди, киши өз йариға охшарму. ②У йәргә, бу йәргә, шу йәргә: йүрүң анда барайли, дәрйа бойи бойлайли. Белиқларға әрз ейтип, биз худаға йиғлайли.

Аника

Исим. Аниси йаки аниси қатарлиқ айалларға йеқинчилиқ қилип уларни һөрмәтләп ейтидиған мураҗиәт шәкли:-аһ, -дәпту пәризат, -йаман қилдила аника, мениң маймун сүрәтлик ниқабимниң ис-түтәклири ата-анамниң димиқиға йетип барған һаман, улар мени издәп келиду.

Айағ

2. Исим ①адәм, һайван йаки башқа җанлиқларниң гәвдисиниң тайинип туруши, йүрүши йаки өмилиши үчүн хизмәт қилидиған қисми; пут: айағ йүгүрүки ашқа, еғиз йүгүрүки башқа (мақал). *Дост башқа қарайду, дүшмән айағқа (мақал). 2. ②Көн, хурум қатарлиқ рәхтләрдин путқа кийиш үчүн тикилгән өтүк, топләй, кәшкә охшаш айағ кийими: ишим һәл болғучә айиғимниң чәми тешилип кәткүдәк болди. ③Йәнә бир тәрипи, йәнә бир беши: кариватниң айиғи. Мәһәллиниң айиғи. ④Ахир, давам: у шундақ зерәк идики, гәпниң беши чиқип болғучә, айиғини билип болатти.

Айимақ

Пеил ①рәһимшәпқәт қилмақ, йүзхатирисини қилмақ, әзиз дәп билмәк: йаманни айисаң йахшилиқ йоқ (мақал). ②Еһтийат қилмақ, асримақ, авайлимақ, теҗимәк: дүшминиңни қаттиқ ур, калтикиңни айима (мақал). *Ат айиған ат минәр, кийим айиған тон кийәр (мақал). ③Йошурмақ, қизғанмақ: худа униңдин һечниемини айимай, семизлик вә сағламлиқни әң алий мукапат сүпитидә бәхшәндә қипту.

Аң

1. Исим ①пикир қилиш қабилийити, әқилидрак: адәмниң еңи униң өсүшигә әгишип тәдриҗий тәрәққий қилип бариду. ②Иҗтимаий турмушқа болған чүшәнчә; сәзгүрлүк: сийасий аң. Синипий аң. ③Роһий дунйа, мәнивилик: мадда бирләмчи, аң иккиләмчи. ④Нуқтиинәзәр: сотсийалистик аң. Коммунистик аң. 2. Исим. Овлинидиған барлиқ җандарлар: маңатти йол бойи нахшилар товлап, маңатти учриған аңларни овлап.