«А» Билән Башланған Изаһлар

Ахун

Исим [парсчә] ①<دىن> Ислам динидики уқумушлуқ киши, диний зийалий, молла: ваңниң әтрапида йәттә-сәккиздәк ахун қоллирида қуран тутуп туратти. ②Әрләр исминиң кәйнигә қошулуп ейтилидиған һөрмәт сөзи: мөминахун. Җаппарахун.

Адавәт

Исим [әрәбчә] өзара чиқишалмаслиқ йаки қариму қаршилиқ, дүшмәнлик мунасивәт; гинә, хусумәт, өчмәнлик: адавәт тутмақ. Адавәт сақлимақ.*Мән шәхсий адавәт билән задила һесаблашмаймән.

Адвукатлиқ

Исим. Адвукатларниң дәвалашқучи, әйибләнгүчи йаки адәттики шәхсләргә һәмкарлишип уларниң қануний ишлирини бир тәрәп қилишқа йардәмлишиши: наһийә базиридики йүсүп дегән киши адвукатлиққа тәклип қилинди.

Ара Турмақ

Тақабил турмақ, сақлап қалмақ; қоғдимақ, муһапизәт қилмақ:-униң меңишлириға кечә-күндүз йаки иссиқ-соғуқ ара туралмайду,-деди аблиз. *-Шунчивала адәмниң җениға ара турған мушу бала әмәсму?!-Деди у көпчиликкә қарап.

Артуқ

①Рәвиш. Бәлгилик миқдардин, сандин ошуқ; зийадә, көп: артуқ ухлисаң ач қалисән (мақал).*25 Сани бәштин бәш һәссә артуқ. ②Сүпәт. Еһтийаҗидин, нормидин ашқан, ошуқ: йениңда артуқ пулуң болса бәш кой берип турамсән? ③Йахши, әвзәл, әла дегән селиштуруш мәнисидә келиду: қиздин артуқ җуван бар, аттин артуқ ғунан бар (мақал). ④Сүпәт. Күчлүк, зор, үстүн: қиличниң күчидин қәләмниң күчи артуқ (мақал).

Архипшунаслиқ

Исим. Мәхсус архипларни турғузуш, сақлаш вә уни башқуруш җәһәттики илмий усулларни тәтқиқ қилидиған, бу һәқтики түрлүк нәзәрийиви вә әмәлий мәсилиләргә җаваб беридиған илим саһәси.