«А» Билән Башланған Изаһлар

Айимақ

Пеил ①рәһимшәпқәт қилмақ, йүзхатирисини қилмақ, әзиз дәп билмәк: йаманни айисаң йахшилиқ йоқ (мақал). ②Еһтийат қилмақ, асримақ, авайлимақ, теҗимәк: дүшминиңни қаттиқ ур, калтикиңни айима (мақал). *Ат айиған ат минәр, кийим айиған тон кийәр (мақал). ③Йошурмақ, қизғанмақ: худа униңдин һечниемини айимай, семизлик вә сағламлиқни әң алий мукапат сүпитидә бәхшәндә қипту.

Аң

1. Исим ①пикир қилиш қабилийити, әқилидрак: адәмниң еңи униң өсүшигә әгишип тәдриҗий тәрәққий қилип бариду. ②Иҗтимаий турмушқа болған чүшәнчә; сәзгүрлүк: сийасий аң. Синипий аң. ③Роһий дунйа, мәнивилик: мадда бирләмчи, аң иккиләмчи. ④Нуқтиинәзәр: сотсийалистик аң. Коммунистик аң. 2. Исим. Овлинидиған барлиқ җандарлар: маңатти йол бойи нахшилар товлап, маңатти учриған аңларни овлап.

Аңлишилмақ

①«Аңлашмақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси. ②Билинмәк, уқулмақ, ипадиләнмәк: мәқсәтни қисқа сөзләр билән байан қилишта шундақ устилиқ керәкки, қисқа йоллар арқилиқ кәңри пикирләр ениқ ипадиләнсун, очуқ аңлишилип турсун.

Авангарт

[Русчә<فرانسۇزچە>] ①Исим. Һәрбий күчләрниң йаки һәрбий парахотниң дүшмәнгә қарши йүрүштә алдинқи сәпкә баридиған илғар қисми. ②Сүпәт. Көчмә мәнидики сөз. Илғар: оқутқучи оқутушниң биринчи сепидә күрәш қиливатқан авангарт җәңчи.

Абдимилик

Исим [әрәбчә] <ботаника> сүтлүк от аилисигә киридиған бир йиллиқ йаки көп йиллиқ шада ғоллуқ өсүмлүк, йопурмиқи чоң вә алқансиман йерилиду, конуссиман гүл ретидә чичәкләйду. «Инәкпити» му дейилиду.