«А» Билән Башланған Изаһлар

Абуничи

Исим. Телефон, симлиқ телевизийә, гезит, журнал вә шуниңға охшашларға алдин һәқ төләп ишләткүчи шәхс; тәшкилат: бу журнал үчинчи санға кәлгәндә икки-үч йүз абуничиға игә болиду.

Аптува

Исим [парсчә] ①йүз, пут-қол йуйуш үчүн ишлитилидиған, узун вә инчикә җүмәклик, боғузи тар, мис вә туч қатарлиқлардин йасалған буйум. ②Аптува вә чилапча қатарлиқ қолға су беридиған аилә сәрәмҗанлири.

Аталғу

1. Исим. Бирәр саһәдә, мәлум бирнәрсиниң намини билдүрүп келидиған исим йаки исим характерлик сөз вә йаки сөз бирикмиси: математика аталғулири. Химийә аталғулири.

2. Исим. Диалект сөз. Ат тутушқа ишлитидиған арғамча; салма.

Аткос

Исим [русчә] <سۇ ئىشلىرى> ①Егизлик дәриҗиси бара-бара төвәнлигән йанту йүз: аткос тапини. Аткос чоққиси.*Бу йәрдә ишләватқан 200 дәк киши қара тәргә чөмүлүп түзләш, хаңдаш, аткос чиқириш ишини ишләвататти. ②Йанту йүзниң башлиниш вә ахирлишиш нуқтиси оттурисидики егизлик пәрқиниң горизонтал арилиққа болған нисбити.

Атмақ

1. Пеил ①қолдики нәрсини шилтип йираққа йаки мөлчәрләнгән йәргә ташлимақ; ирғитмақ: топқа қарап таш атма (мақал).*Таш атқанға қаш ат (мақал). ②Шиддәт билән бирәр йәргә ташланмақ: есәдәп йиғлаватқан мәрйәм «ака» дегиничә закирҗанниң бағриға өзини атти.*Униң атқан мушти тәгмиди .③Көчмә. Чиқармақ, йаймақ, ечилмақ: чечәк атмақ. ④Титмақ, парчилимақ: пахта атмақ. Йуң атмақ.*Алта ай атқан пахтам бир чапанға йәтмәпту (мақал). ⑤Партлатмақ: тағ атмақ. Поҗаңза атмақ. ⑥Күч билән иттирип чиқармақ, өрлимәк: қадир долқунлар үстигә долқунлар етип еқиватқан дәрйа бойиға қарап маңди . 2. ⑦Бирәр қорал васитиси арқилиқ оқ вә шуниңға охшаш нәрсиләрни чиқармақ, үзмәк: аталмиғанниң оқи алта ғулач кетәр (мақал). ⑧Бирәр қорал васитиси арқилиқ йариландурмақ ,өлтүрмәк: атиси атмиған қоңғузни, балиси етипту тоңгузни (мақал).*Дадамни улар етивәткән. ⑨Мидирлатмақ, ойнатмақ: алмилиқ бағқа кирип, алма атқан қара көз, тал чивиқтәк егилип, қашни атқан қара көз. ⑩Йорумақ, сүзүлмәк: қадир йетип икки...

Давамини оқуң!

Аҗайипхана

Исим [әрәбчә+парсчә] һәр хил һайванлар, болупму тәтқиқат қиммити йуқири болған, бәзибир аз учрайдиған һайванларни беқип, кишиләрниң екскурсийә қилиши үчүн тәййарланған орун.