«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әләм

Исим [әрәбчә] ①җисманий азаб, ағриқ: әләм күриши.*Нийаз узақ йилғичә кесәл азабини тартип өмри әләм билән өтти. ②Роһий азаб, дәрд-һәсрәт: әләм болмақ. Әләм тартмақ. Әләм чәкмәк. ③Қәст, өч, қисас:. Сиз бикардин-бикар шунчә аччиқлап кетипсиз, униңдин алалмиған әләмлириңизни мәндин алмақчиму? ④«Дин» шәриәт йоли билән чиқирилған пәтивани тәстиқлайдиған йаки рәт қилидиған диний зат; баш мупти, диний өлима: әләм ахунум. ⑤Байрақ, туғ: әләмләр көрүнүп, думбақ авази аңлинип туратти. ⑥Мазарларни тавап қилғучилар тәрипидин шу мазарларға есилған лата.

Әй

①Исим. Қатарға қошулуш, айниш, көкләш, тутуш (өсүмлүк вә башқа җанлиқларға нисбәтән): пәрвиш қилиш йахши болмиғанлиқи үчүн, һәр йили көчәт қойулсиму, әй болмай кәлгәниди. ②Күч-қуввәт, озуқлуқ, оғут: әй бәрмәк. Әй қилмақ. ②Имлиқ сөз «йезиқ тили» зоқлиниш, һайаҗанлиниш, һесдашлиқ, ғәзәплиниш, пушайман қилиш қатарлиқ мәниләрни билдүрүп келиду, тилдики «һәй» билән тәң: салам, әй мойсипитләр, пешқәдәм устаз! Баһар бостанида сайрайли хуш аваз!