«Ә» Билән Башланған Изаһлар

Әтләнмәк

Пеил ①гөш қошулмақ, әт қонмақ; сәмримәк: үч айдин буйан кесәл тартқан бовамниң кесәлдин сақийип, чирайиниң әтлинип қалғанлиқини көрүп, ихтийарсиз көзүмдин йаш кәтти. ②Көчмә мәнилик сөз. Һал-әһвали, турмуши, күни йахшиланмақ, һалланмақ, бейимақ: бу йил ғәйрәт қилип ишлисәк әтлинивалимиз, келәр йили ешинивалсақ, йәнә бир йили бейип қалмаймизму?