Шәхсләр

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин

Абдуқадир Җалалидин 1964-йили қәшқәрдә туғулған. 1982-Йили 9-айдин 1986-йили 7-айғичә қәшқәр пидагогика иниститутида оқуған. 1986-Йили 7-айдин 1988-йили 9-айғичә шинҗаң тәҗрибә оттура мәктипидә оқутқучи болған. 1988-Йили 10-айдин 1990-йили 7-айғичә шинҗаң маарип иниститути илмий тәтқиқат орнида илмий журнал муһәррирликини үстигә алған. 1990-Йили 8-айдин 2009-йили 11- айғичә шинҗаң маарип иниститутиниң филологийә шөбә иниститутида оқутқучилиқ қилған. 1993-Йили 1-айда лекторлуқ унваниға еришкән. 1998-Йили 11-айда муавин пироффисорлуқ унваниға еришкән. 2004-Йили 11-айда проффисорлуқ унваниға еришкән. 2005-Йили 7-айда шинҗаң маарип иниститути филологийә шөбә иниститутиниң пәнний саһәдики башламчиси болуп баһаланған. 2009-Йили 11-айда шинҗаң пидагогика университитиға йөткилип килип, аспирант йитәкчиси болған. Абдуқадир Җалалидин нурғунлиған шеир, мақалә, тәрҗимә әсәрләрни йезип нәшир қилдурған болуп, көпинчиси уйғурлар талишип оқуйдиған әсәрләргә айланған. Бир қисим әсәрлири даңлиқ аваз артислири тәрипидин...

Давамини оқуң!

Йалқун Рози

Йалқун Рози

Йалқун Рози 1966-йили 3-айниң 4-күни атуш шәһириниң тәбиий мәнзириси гүзәл тағлиқ йезиси ағуда тоғулған. Башланғуч вә толуқсиз оттура мәктәпни 1973-йилидин 1980-йилиғичә ағу йезисида оқуған. 1980-Йилидин 1982-йилиғичә қизилсу областлиқ 1-оттура мәктәптә оқуған. 1987-Йили шинҗаң университетиниң әдәбийат факолтитида оқуған вә оқуш пүттүргәндин кейин шинҗаң хәлиқ радио истансисиға қобул қилинип, мухбирлиқ қилған. 1991-Йили 1-айдин башлап «шинҗаң маарип гезити» Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишлигән. 2005-Йилидин башлап шинҗаң маарип нәшрийати дәрслик бөлүмидә Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлирини түзүш, тәһрирләш хизмитини қиливатиду. Йалқун Рози әдәбийат обзорчилиқи, публистик мақалә, җәдидизим тәтқиқати, нутуқ ликсийә, Уйғур тил-әдәбийат дәрсликлири түзүш вә нәшрийатчилиқ қатарлиқ җәһәтләрдә көзгә көринәрлик нәтиҗә-утуқларни қолға кәлтүргән болуп, «тәклимакандики алтун колдурма», «Мәмтили Әпәнди» (мерза сийит билән биллә), турмуштики пәлсәпә (тәрҗимә әсәр), ойғиниватқан...

Давамини оқуң!

Қурбан Мамут

Қурбан Мамут

Төһпикар журналист Қурбан Мамут 1950-йили, кучар наһийәси беһишбағ йеза, бостан кәнтидә туғулған. 1968-Йили наһийәлик 1-оттура мәктәпни пүттүрүп, 1972-йилдин 1976-йилғичә шинҗаң университети әдәбийат факултетида оқуған. 1976-Йилидин 1984-йилғичә шинҗаң хәлқ радийо истансисида мухбир, муһәррир болуп хизмәт қилған, 1985-йилидин башлап «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул муһәррир, баш муһәррир болуп ишләп 2011-йили  пенсийәгә чиққан. Қурбан Мамут «шинҗаң мәдәнийити» журнилида мәсул хизмәттә болған бу җәрйанда у Уйғур зийалийлири ичидики сәрхил қәләмкәшләрниң Уйғур мәдәнийити, тарихи, сийасий вә иҗтимаий тәрәққийати һәққидики бир йүрүш надир әсәрлирини таллап мәзкур журналда елан қилған. Журналист Қурбан Мамут ака узақ йиллиқ журналистлиқ һайатида уйғурларниң миллий ойғинишини изчил рәвиштә өз хизмитиниң баш нишани қилип тиклигән. Өзи ишләватқан «шинҗаң мәдәнийити» журнили таки шаир бәгмәт йүсүп мәсул муһәррирлик...

Давамини оқуң!

Ғази Әмәт

Ғази Әмәт

Даңлиқ рәссам Ғази Әмәт әпәнди 1935-йили қәшқәр шәһриниң қоған (һазирқи нәзәрбағ) йизисида дини зат аилисидә дунйаға кәлгән. Атиси әхмәт қазиахунум уқумушлуқ адән болғачқа Ғази Әмәтни әтраплиқ тәрбийлигән, 1946-йилидин 1950-йилғичә дини билим алған. Кичикидин рәсим сизишқа, рәссамлиққа һәвәс қилип кәлгән Ғази Әмәт балилиқ вақитлиридила рәсим сизип башқиларниң махтишиға сазавәр болған. Ғази Әмәт 1952-йили қәшқәр сифән мәктәпкә кирип оқуш пурситигә еришип шу мәктәпкә киргәндин кийин өз талантини намайән қилип рәссамлиқ саһәсигә чуңқур ул салған. У 1954-шинҗаң сәнәт иниститотиниң рәсим факолтитиға қобул қилинған вә у йәрдиму тиришип рәсим иҗадийитигә көп әҗир сиңдүрүп, пүтүн вуҗуди билән мәшиқ қилған, оқуш пүттүргәндин кийин шу мәктәптә ишлигән. Ғази Әмәт җуңгу рәссамлар җәмийитиниң даими һәйәт әзаси, шинҗаң Уйғур аптунум...

Давамини оқуң!

Алим Әһәт

Алим Әһәт

Алим Әһәт, йумшақ детал инженери, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси, шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутиниң оқутқучиси болуп, у 1973- йили 6- айниң 14- күни шайар наһийәсидә туғулған, 1980- йилидин 1991- йилиғичә шайар наһийәлик 1- башланғуч вә 1- оттура мәктәптә оқуған, 1991- йили 9- айда шинҗаң университети математика факултети һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған, 1995- йили 7- айда шинҗаң университети математика факолтети һесаблаш математикиси кәспини пүттүргән. 1995- Йили 9- айдин 1996- йили 7- айғичә бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетида билим ашурған, 1996- йили 9- айдин башлап һазирғичә шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутида оқутқучи болуп ишләватиду. У «қоллинишчан математика» кәспидә аспирантлиқ оқуш тарихи, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ...

Давамини оқуң!