Шәхсләр

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқий 1948- йили 10-айда турпан шәһиридә туғулған. Шинҗаң унверситетини пүттүргән. Һазир җуңго хәттатлар җәмиийитиниң һәйәт әзаси һәмдә җуңго хәттатлар җәмийити тәһрирлик, нәшр қилиш комитетиниң һәйити . Җуңго тарих мозийи гүзәл сәнәт галирийисиниң мәслиһәтчиси, аптонум райунлуқ хәлқ һөкүмити тарих мәдәнийәт йуртиниң тәтқиқатчиси, аптоном райунлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптоном районлуқ чәтәлләр билән достлуқ орнитиш җәмийитиниң һәйәт әзаси, аптонум районлуқ хәттатлар җәмийитиниң даимий ишлар муавин рәиси, шинҗаң йипәк йоли хәттатлар, рәссамлар академийисиниң муавин мудири, дөләтлик 1-дәриҗилик гүзәл сәнәт устази. Уйғур хәттатлқида йитәкчилик ролини давамлиқ җари қилдуруп келиватқан пәхирлик ‍устаз Нийаз Керим Шәрқигә 2015-йили шивитсйә хан җәмәти тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди һәм ордин тәқдим қилинди. Нийаз Керим Шәрқиниң әсәрлири көп қетим мәмликәтлик вә хәлқаралиқ көргәзмиләргә қатнаштурулған вә 1985-, 1989-, 1998-, 2005-, 2008- йиллири өзиниң шәхсий хәттатлиқ көргәзмилирини уйуштурған. Америка, қазақистан, пакистан, түркийиләргә берип...

Давамини оқуң!

Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл, тәсирлик болуши вә вәзниниң җараңлиқлиқи билән Абдуреһим Өткүрни өзигә мәڧтун қиливалған. Шуниң үчүн у икки миң мисрадин артуқ шеирдин түзүлгән...

Давамини оқуң!

Чимәнгүл Авут

Чимәнгүл Авут

Йаш шаирә Чимәнгүл Авут 1973- йили 6- дикабир қәдимий шәһәр қәшқәрдә туғулған. 1991- Йили оттура мәктәпни пүттүрүп қәшқәр пидагогика иниститотиниң җоңгу тил-әдәбийат кәспигә қобул қилинған. Униң алий мәктәптә оқуватқан мәзгиллиридила шинҗаң йаш өсмурләр нәширийати тәрипидин тунҗи шеирлар топлими «тәтур чиқин» нәширқилинған, 1996- йили оқуш пүттүрүп қәшқәр Уйғур нәшрийатиға хизмәткә тәқсим қилинғандин буйан һазирғичә Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишләватиду. Әдиплик һайатиуниң арқа-арқидин нәшир қилинған «қисас ғунчиси», «таш йапрақ», «барса кәлмәс йол» қатарлиқ шиерлар топламлири оқурмәнләрниң изчил йахши баһасиға иришкән. «Шор дәрйаниң у тәрипи» намлиқ дастани 14- нөвәтлик «хантәңри әдәбийат мукапати» ға иришкән. Чимәнгүл Авут 2004- йили шинҗаң бойичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ «айаллар әдәбийати муһакимә йиғини» да «шинҗаңдики он мәшһур айал әдип» ниң бири булуп баһаланған. «Барса кәлмәс йол» намлиқ шиерлар топлими 2008- йили 11- айда мәмликәтлик 9- нөвәтлик аз санлиқ милләтләр...

Давамини оқуң!

Исламҗан Шерип

Исламҗан Шерип

Алим, төһпикар тәрҗиман, заманимиздики даңлиқ Уйғур нәширийатчиси, натиқ Исламҗан Шерип 1947-йили 3-айда қәшқәр шәһридә туғулған, бәшкерәм, ават йеза вә қәшқәр шәһиридә толуқсиз, толуқ оттура мәктәпләрдә оқиған. 1976-Йили җ к п гә киргән. У «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» тәһрир һәйитиниң мудири, җуңго аз санлиқ милләтләр пәлсәпә, идийә тарихи җәмийтиниң даимий һәйәт әзаси, җуңго Уйғур мәдәнийәт-тарих тәтқиқат җәмийтиниң даимий әзаси, «қудағубилик» илмий җәмийитиниң әзаси, «он икки муқам» тәтқиқат җәмийтиниң әзаси ш, у, а, р иҗтимаий пән әсәрлирини баһалаш комтети ишханисиниң муавин мудири болған. У 1967-йили сабиқ мәркизий милләтләр институтини, 1985-йили җ к п мәркизий партийә мәктипиниң аспирантлиқ синипини пүттүргән. Илгири-ахир болуп йәкән наһийилик партком тәшвиқат бөлүми. Қәшқәр вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүмлиридә нәширийат-ахбарат кадири, нәзәрийә тәтқиқат бөлүмниң муавин мудири, қәшқәр вилайәтлик пәлсәпә -иҗтимаий пән саһәсидикиләр бирләшмисиниң муавин рәиси, қәшқәр вилайәтлик...

Давамини оқуң!

Доктор Әркинай Аблиз

Доктор әркинай аблиз

Әркинай аблиз 1976- йили бүгүр наһийисидә бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. У 1997- йили шинҗаң педагогика университетиниң физика кәспини пүттүрүп, баклавур унванини алди. У университетта оқуватқан мәзгилдә өзлүкидин рус тили өгәнди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин бүгүр наһийилик 1- оттура мәктәптә физика оқутқучиси болуп ишлиди. Хизмәт қилиш җәрйанида у чәт әлгә чиқип оқушқа ирадә бағлап, бир тәрәптин ишләп, бир тәрәптин өзлүкидин инглиз тилини өгәнди. Шундақла шинҗаң университетиниң магистирант тәрбийиләш мәркизидә «қолланма математика» кәспидә икки йил дәрс алди. Америкида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуйдиған чәт әллик оқуғучилар «тофил» (TOEFL) дәп атилидиған инглиз тили имтиһани билән «GRE»дәп атилидиған толуқ оттура мәктәп кәспий дәрслирини мәзмун қилған йәнә бир имтиһанда лайақәтлик болмиса болмайду. Әркинай қаттиқ тиришип, өзлүкидин инглизчә өгиниш нәтиҗисидә TOEFL вә GRE имтиһанлирида йахши нәтиҗә билән лайақәтлик болуп, 2001- йили нйу йорк штатлиқ...

Давамини оқуң!

Уйғур Докторлири

Абдуқадир һошур (тиббий, йапонийә)
Асийә (тиббий, франсийә)
Арзугүл ғулам (бейҗиң пән техника универстети)
Алим турсун (муһит илми, җуңго)
Абдусалам җалалидин (җуғрапийә, йапонийә)
Абдуқадир таш (ахбарат, америка)
Абдушүкүр елийуф (физика)
Айнур абдуразақ (компйутур, америка)
Айҗамал абдураһман (матиматика, германийә)
Айгүл муһәммәд (матиматика)
Абдувәли Керим (әдәбийат, җуңго)
Айқиз қадир (җуңго)
Абдурәшид җәлил қарлуқ (җәмийәтшунаслиқ, түркийә)
Абдушүкүр абдурәшид
Абдуреһим турсун (пәлсәпә, қирғизистан)
Абдувасит ғолам (җуғрапийә, амирика)
Абдусәмий абдураһман (сәнәт, йапонийә)
Абдуреһим айтбайев
Абдухелил абдуреһм (тилшунаслиқ, йапонийә)
Абдуреһим раһман (тилшунаслиқ, җуңго)
Абликим йасин (түрклогийә, җуңгу)
Абләт қадир (йеза игилик, йапонийә)
Абдурәшид (тәбий пән, йапонийә)
Асийә керим (тәбий пән, йапонийә)
Абләһәт әбдулһимид (тәбиий пән, йапонийә)
Аблиз һимид (тәбий пән, йапонийә)
Алимҗан (җуғрапийә, йапонийә)
Алим абдураһман (тәбий пән, йапонийә)
Алимҗан идрис (тәбий пән, йапонийә)
Абдукерим абдулла (тәбиий пән, йапонийә)
Абдулетип абдулла (тәбиий пән, йапонийә)
Абдуғени абдуреһим (тәбиий пән, йапонийә)
Абдуғопур абдукерим (тиббий пән, йапонийә)
Абдурәоп Полат (түрклогийә, түркийә)
Айсима мирсултан (түрклогийә, германийә)
Абләт сәмәд (түрклогийә, германийә
Асийә (йапонийә)
Абдуреһим йүсүп (тиббий, росийә)
Айтилла халиқ (сәнәт, өзбәкистан)
Алим пәттар (тиббий, йапонийә)
Аблимит абдуқадир (җуғрапийә, җуңго)
Аблимит (учур елми, җуңго)
Абдуқадир...

Давамини оқуң!

Иқбал Турсун

Иқбал Турсун

Иқтидарлиқ әдәбийат тәтқиқатчиси шинҗаң педагогика университетиниң профеиссори, филологийә пәнлири доктури Иқбал Турсун 1969- йили 8- сентәбир қәшқәр шәһиридә хәлқ сәнәткари аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч – тулуқсиз вә толуқ оттура мәктәпни бөртала вә қәшқәрдә оқуған. 1986- Йили шинҗаң университети әдәбийат факултетиға толуқ курс оқушиқа қубул қилинған. 1991– Йилдин 1994- йилға қәдәр шумәктәпниң түркий тил-әдәбийати кәспи Уйғур әдәбийат тарихи йөнилиши бойичә магистир аспирантлиқида оқуп әла нәтиҗә билән оқушни тамамлиған, шу йили 7– айдин етибарән шинҗаң педагогика университети филологийә иниститутида ишләп кәлмәктә.Иқбал Турсун хизмәткә қатнашқандин тартип һазирға қәдәр тулуқ курс вә аспирантларға «Уйғур килассик әдәбийат тарихи», «әдәбийат нәзәрийәси», « истетика», « әдәбийат–сәнәт писхологйиси», «нәваишунаслиқ тәтқиқати», «кино–телевизийә сәнитидин зоқлиниш», «әдәбийат тәтқиқат методологийиси», «Уйғур қәдимки әдәбийат нәзәрийиси» қатарлиқ көп хил кәспий дәрисләрни өтүп кәлгән.

2003– Йилдин 2006– йилиғичә шаңхәй шәрқий җуңго педагогика университетида әдәбийатшунаслиқ пәнлири бойичә...

Давамини оқуң!

Мәмтимин Һошур

Мәмтимин Һошур

Мәмтиин һошур – Уйғур һазирқи заман әдәбийатидики көзгә көрүнгән вә муһим орунни игилигән йазғучилардин биридур. У асаслиқи проза саһәсидә муһим әсәрләрни вуҗудқа кәлтүрүп, Уйғур һазирқи заман әдәбийатиниң тәрәққийатида бәлгилик төһпә қошқан. У һазир җуңго йазғучилар җәмийитинң әзаси.

Қисқичә һайати
Йазғучи Мәмтимин Һошур 1944-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. 1962-Йили ғулҗа шәһәрлик 3-оттура мәктәпни, 1967-йили шинҗаң университетиниң тил-әдәбийат факолтетини пүттүргән. 1968-Йилидин 1972-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик бағвәнчилик мәйданида қайта тәрбийидә болған, 1972-йилидин 1975-йилиғичә ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезисида хәлқ ишлири кадири, 1975-йилидин 1979-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик шәһәр қурулуши идарисидә тәшвиқат кадири қатарлиқ хизмәтләрни ишлигән.

Йазғучилиқ һайати
Мәмтимин Һошур 1979-йилидин 1995-йилиғичә «или дәрйаси» жорнилида муһәррир, баш муһәррир, или областлиқ йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси вә муавин рәис қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.

1995-Йилидин 2006-йилиғичә шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ йазғучилар җәмийитиниң рәиси болған.

У һазир җуңго йазғучилар җәмийитиниң һәйәт әзаси, йазғучиниң «алма» намлиқ тунҗи һекайиси 1965-йили «шинҗаң гезити»...

Давамини оқуң!

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд

Ғоҗимуһәммәд Муһәммәд 1971- йили 9- айниң 27- күни гума наһийәсиниң қоштағ йезисида туғулған. 1988- Йили қоштағ йезисида толуқ оттура мәктәпни пүттүргән. 1990- Йилидин 2002- йилғичә хотән пахта тоқумичилиқ фабрикисида ишчи болуп ишлигән. 2004- Йилдин башлап һазирғичә хотән вилайәтлик йолучилар тошуш баш бекитидә ишләп кәлмәктә. Әдәбий иҗадийити «йеңи қаштеши» журнилиниң 1990- йиллиқ 3- санида елан қилинған «мениң җәннитим» намлиқ шеир билән башланған болуп, һазирғичә аптоном районимиздики уйғурчә йезиқта чиқиватқан һәр қайси мәтбуатларда 2000 парчидин артуқ шеир вә нәсирлири елан қилинди. 30 Парчигә йиқин шеири хәнзучиға тәрҗимә қилинип елан қилинди. «Мәшрәп чөли», «әрниң еппити», «рәзил аптап», «дутарчи айал» намлиқ 50 парчигә йиқин шеирлири илгири- кийин болуп «хантәңри әдәбийат мукапати», «көкнур шеирийәт мукапати», «йалқунтағ әдәбийат мукапати» вә «ақйол шеирийәт мукапати» қатарлиқ мукапатларға иришти. 2012- Йили шинҗаң хәлқ нәшрийати тәрипидин «муқам хумари» намлиқ шеирлар...

Давамини оқуң!

Рәшид Рәһмәти Арат

Рәшид Рәһмәти Арат вә уйғурлар

Аптори: Йүсүпҗан Йасин (тәрҗимә әсәр)
Рәшид Рәһмәти Арат қазан татарлиридин йетишип чиққан дунйави нопузға игә мәшһур түрколог.

У 1900- йили қазан шәһириниң ғәрбий шималидики кона үҗүмдә туғулған. 1906-1910-Йилларда башланғуч тәрбийисини алған. 1913- Йили қизилйар шәһиридә оттура мәктәпни, 1918- йили лисә (толуқ оттура мәктәп) ни тамамлиған.

1917-Йилидики болшивек инқилабидин кейин түрлүк җәмийәтләр қурулуп, улар қармиқида һәр хил жорналлар чиқирилишқа башлиған. Рәшиди рәһмәти арат достлири билән бирликтә «бирлик» намидики бир җәмийәтни қуруп, «йашлиқ теңи» дегән бир жорнални чиқарған вә дәстләпки қәләм синақлирини мушу журналдин башлиған.

Рәшид Рәһмәти Арат 1918- йили әскәрликкә елинип, алдинқи сәпкә әвәтилгән. 1919-Йили йарлинип сибирийигә йөткивитилгән. У, сибирийидә қазан татарлири топлишип олтурақлашқан йәрләрдики мәдәнийәт һәрикәтлириниң муһим иҗрачилиридин биригә айланған.

1922- Йили германийигә берип пәлсәпә факултетиға оқушқа киргән, оқуш мәзгилидә әдәбийат, пәлсәпә вә түркологийә билән мунасивәтлик дәрс вә семинәрләргә қатнашқан. Бу җәрийанда йәнә һәр қайси...

Давамини оқуң!

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус

Шерингүл Йунус 1989- йили 12- айда қомул шәһәрлик палвантур йеза дөрбәҗин йоқири мәһәллә кәнтидә деһқан аилисидә дунйаға кәлгән. Башланғуч вә толуқсизни қомулда тамамлап, 2006- йили бейҗиң чаңпиң 2- оттура мәктипиниң шинҗаң толуқ оттура синипиға өткән. 2010- Йили әла нәтиҗә билән шәрқи шимал орманчилиқ иниститотиниң бағвәнчилик факолтитиға қобул қилинип, 2014- йили 7- айда оқуш пүттүрүп қомулға қайтип кәлгән. Шерингүл ата-анисиниң йахши тәрбийәси вә оқутқучиси турсунҗан исһақниң тәсиридә, кичикидинла хәттатлиққа вә рәсим сизишқа алаһидә иштийақ бағлиған болуп, 2003-йили тәтил мәзгилидә устази әсәт муһәммәтниң йетәкчиликидә хәттатлиқниң дәсләпки асасини тиклигән. Қомулда оқуватқан мәзгилидә бир қанчә парчә һөсинхәт әсири аптуном район, вилайәтлик мусабиқиләрдә йахши нәтиҗиләргә еришкән, толуқ оттуриға чиққандин кейинму хәттатлиққа болған қизиқиши қилчә суслап қалмиған. 2013- Йилидин башлап, ентирнит торида бир қисим йаш хәттатлар билән пикир алмаштуруп, өзиниң хәттатлиққа болған билимини техиму чоңқурлаштурған....

Давамини оқуң!

Күрәш Ибраһим

Уйғур қамуси

80- Йилларниң бешида, мәрһум шаир нурмуһәммәд әркийниң «кимниң бар ашундақ алими қени, пәхирлән дунйаға мәһмуд вәтини» дегән икки мисра нәқрат қилинған ғәзили улуғ Уйғур алими Мәһмуд Қәшқирий йазған қамус «дивану луғатит түрк – түркий тиллар дивани» ниң һазирқи заман уйғурчә нәшри билән тәң тәңритеғиниң җәнубий вә шималиға тарқилип кишиләрниң, хусусән алий вә оттура мәктәптә оқуватқан йашларниң қәлбини ләрзигә кәлтургән вә уларниң отлуқ қәлбигә Мәһмуд Қәшқирийдәк алим болуш истикиниң өчмәс мәшилини йаққаниди. Мәмликитимизниң тунҗи Уйғур доктор ашти (postdoctor博士后) химийә-физика алими күрәш ибраһим мана шу чағларидики дилиға йүксәк ғайини пүккән йашларниң бири һесаблиниду.

У 1978- йили бейҗиң пайтәхт педагогика университетиниң химийә факултитиға қобул қилинди. Шу чағда, пүтүн факултет бойичә бирдинбир Уйғур пәрзәнти болған күрәш ибраһим рәттики дәрсләрни қетирқинип өгәнгәндин башқа, һәр қайси пәнләр, хусусән чәт әл тили үгинишкә алаһидә әһмийәт бәрди. Инглизчә өгиниш...

Давамини оқуң!