Алим Әһәт

Аңлимақ

1. Пеил ①тавушни аңлаш оргини арқилиқ қобул қилмақ: музика аңлимақ. Дәрс аңлимақ. * Қизим саңа ейтай, келиним сән аңла (мақал). ②Билмәк, хәвәр тапмақ, хәвәрдар болмақ, вақипланмақ: баһархан өлгәндин кейин бақиниң кесили еғирлишип, орун тутуп йетип қалғанлиқини аңлиғанидим. ③Көңүл бөлмәк, етибар билән қаримақ, диққәт-етибарини қаратмақ: амминиң пикрини аңлимақ. *Әхмәтҗан қасими бу вәкилләр билән көрүшүп, хәлқниң йахши тәләп-арзулирини аңлиди. 2. ④Қобул көрмәк, мақул болмақ: гәп аңлимақ. Тәрбийә аңлимақ. ⑤Ағзаки тәнбиһ, дәккә, дәшнәм вә шу қатарлиқларни ишитмәк: сени дәп апамдин бирмунчә гәп аңлидим.

Аһ

1. Имлиқ сөз ①меһирмуһәббәт, күчлүк һессийат, сеғиниш, интизарлиқ, хушаллиқ қатарлиқ һес-туйғуларни ипадиләйду: аһ, җеним балам сени көридиған күнләрму болидикән-һә. ②Ечиниш, дәрд-әләм, һәсрәт-надамәт, налә-туйғусини ипадиләйду: «аһ» десә өпкиси көрүнүпту (мақал). *Аһ, шу күни өзүмниң немә болғанлиқимни һеч билмидим. 2. ③Налә, зар, дәрд, пиған: йигит айрилиш азабидин бир аһ урғаникән, униң аһи йәттә қат асманни, йәттә қат земинни титритипту. *Аһ урармән, аһ урармән, аһлирим тутқай сени; көз йешим дәрйа болуп, белиқлирим йутқай сени.