Тәрҗимиһал

Ғази Әмәт

Ғази Әмәт

Даңлиқ рәссам Ғази Әмәт әпәнди 1935-йили қәшқәр шәһриниң қоған (һазирқи нәзәрбағ) йизисида дини зат аилисидә дунйаға кәлгән. Атиси әхмәт қазиахунум уқумушлуқ адән болғачқа Ғази Әмәтни әтраплиқ тәрбийлигән, 1946-йилидин 1950-йилғичә дини билим алған. Кичикидин рәсим сизишқа, рәссамлиққа һәвәс қилип кәлгән Ғази Әмәт балилиқ вақитлиридила рәсим сизип башқиларниң махтишиға сазавәр болған. Ғази Әмәт 1952-йили қәшқәр сифән мәктәпкә кирип оқуш пурситигә еришип шу мәктәпкә киргәндин кийин өз талантини намайән қилип рәссамлиқ саһәсигә чуңқур ул салған. У 1954-шинҗаң сәнәт иниститотиниң рәсим факолтитиға қобул қилинған вә у йәрдиму тиришип рәсим иҗадийитигә көп әҗир сиңдүрүп, пүтүн вуҗуди билән мәшиқ қилған, оқуш пүттүргәндин кийин шу мәктәптә ишлигән. Ғази Әмәт җуңгу рәссамлар җәмийитиниң даими һәйәт әзаси, шинҗаң Уйғур аптунум райунлуқ рәссамлар җәмийитиниң муавин рәиси, сәнәт иниститотиниң мудири, пирафисор, шинҗаң әдәбийат сәнәтчиләр бирләшмисиниң муавин рәиси, дөләт дәриҗилик атақлиқ рәссам. 1954-Йили...

Давамини оқуң!

Әркин Сидиқ

Әркин Сидиқ

Әркин Сидиқ 1950-йиллириниң ахирлири җуңгода башланған «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи һәммә йәрни қаплиған мәзгилләрдә ақсуда туғулған. Балилиқ дәврини Уйғур дийарини ачарчилиқ бесип кәткән мәзгилдә қосиқи тойғудәк тамақ йейәлмәй өткүзгән. Башланғуч мәктәпни «мәдәнийәт зор инқилаби» ниң қалаймиқанчилиқи ичидә Уйғур тилидики ақсу шәһәрлик 4-башланғуч мәктәптә оқуған (бу мәктәп һазир хәнзу мәктәп қиливетилгән ‏----- муһәррирдин). Оттура мәктәпни «дең шйавпиңни көрәш қилип, ишикни ечип қойуп мәктәп башқуруш» һәрикәтлири боливатқан дәвирдә ақсу вилайәтлик 1-оттура мәктәптә оқуған. Нурғун вақитлири сийасий һәрикәткә қатнишиш вә йеза игилик билимлирини өгиниш, йеза-завутларға берип ишләш билән өткән. Толуқ оттурини пүттүргәндин кейин, ақсу вилайити конишәһәр наһийисидики (һазир онсу наһийиси дийилиду ----- муһәррирдин) бир йезиға «қайта тәрбийә» елиш үчүн беришқа мәҗбур болған. У йәрдә бир йерим йил деһқан болуп ишлигән. Дәл шу чағда җуңгониң дөләт рәһбири дең шйавпиң алий мәктәпләргә оқуғучи қобул...

Давамини оқуң!

Уйғур Докторлири

Абдуқадир һошур (тиббий, йапонийә)
Асийә (тиббий, франсийә)
Арзугүл ғулам (бейҗиң пән техника универстети)
Алим турсун (муһит илми, җуңго)
Абдусалам җалалидин (җуғрапийә, йапонийә)
Абдуқадир таш (ахбарат, америка)
Абдушүкүр елийуф (физика)
Айнур абдуразақ (компйутур, америка)
Айҗамал абдураһман (матиматика, германийә)
Айгүл муһәммәд (матиматика)
Абдувәли Керим (әдәбийат, җуңго)
Айқиз қадир (җуңго)
Абдурәшид җәлил қарлуқ (җәмийәтшунаслиқ, түркийә)
Абдушүкүр абдурәшид
Абдуреһим турсун (пәлсәпә, қирғизистан)
Абдувасит ғолам (җуғрапийә, амирика)
Абдусәмий абдураһман (сәнәт, йапонийә)
Абдуреһим айтбайев
Абдухелил абдуреһм (тилшунаслиқ, йапонийә)
Абдуреһим раһман (тилшунаслиқ, җуңго)
Абликим йасин (түрклогийә, җуңгу)
Абләт қадир (йеза игилик, йапонийә)
Абдурәшид (тәбий пән, йапонийә)
Асийә керим (тәбий пән, йапонийә)
Абләһәт әбдулһимид (тәбиий пән, йапонийә)
Аблиз һимид (тәбий пән, йапонийә)
Алимҗан (җуғрапийә, йапонийә)
Алим абдураһман (тәбий пән, йапонийә)
Алимҗан идрис (тәбий пән, йапонийә)
Абдукерим абдулла (тәбиий пән, йапонийә)
Абдулетип абдулла (тәбиий пән, йапонийә)
Абдуғени абдуреһим (тәбиий пән, йапонийә)
Абдуғопур абдукерим (тиббий пән, йапонийә)
Абдурәоп Полат (түрклогийә, түркийә)
Айсима мирсултан (түрклогийә, германийә)
Абләт сәмәд (түрклогийә, германийә
Асийә (йапонийә)
Абдуреһим йүсүп (тиббий, росийә)
Айтилла халиқ (сәнәт, өзбәкистан)
Алим пәттар (тиббий, йапонийә)
Аблимит абдуқадир (җуғрапийә, җуңго)
Аблимит (учур елми, җуңго)
Абдуқадир...

Давамини оқуң!

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқи

Нийаз Керим Шәрқий 1948- йили 10-айда турпан шәһиридә туғулған. Шинҗаң унверситетини пүттүргән. Һазир җуңго хәттатлар җәмиийитиниң һәйәт әзаси һәмдә җуңго хәттатлар җәмийити тәһрирлик, нәшр қилиш комитетиниң һәйити . Җуңго тарих мозийи гүзәл сәнәт галирийисиниң мәслиһәтчиси, аптонум райунлуқ хәлқ һөкүмити тарих мәдәнийәт йуртиниң тәтқиқатчиси, аптоном райунлуқ әдәбийат-сәнәтчиләр бирләшмисиниң һәйити, аптоном районлуқ чәтәлләр билән достлуқ орнитиш җәмийитиниң һәйәт әзаси, аптонум районлуқ хәттатлар җәмийитиниң даимий ишлар муавин рәиси, шинҗаң йипәк йоли хәттатлар, рәссамлар академийисиниң муавин мудири, дөләтлик 1-дәриҗилик гүзәл сәнәт устази. Уйғур хәттатлқида йитәкчилик ролини давамлиқ җари қилдуруп келиватқан пәхирлик ‍устаз Нийаз Керим Шәрқигә 2015-йили шивитсйә хан җәмәти тәрипидин пәхрий докторлуқ унвани берилди һәм ордин тәқдим қилинди. Нийаз Керим Шәрқиниң әсәрлири көп қетим мәмликәтлик вә хәлқаралиқ көргәзмиләргә қатнаштурулған вә 1985-, 1989-, 1998-, 2005-, 2008- йиллири өзиниң шәхсий хәттатлиқ көргәзмилирини уйуштурған. Америка, қазақистан, пакистан, түркийиләргә берип...

Давамини оқуң!

Абдуреһим Өткүр

Абдуреһим Өткүр

Уйғур бугүнки заман әдәбийатиниң йарқин намайәндилиридин, йирик шаир вә йазғучи мол нәтиҗилири билән хәлқимизниң көңүл төридин орун елип келиватқан истидатлиқ мәрһум әдәбийатшунас алим Абдуреһим Өткүр 1923- йили қумулда оттураһал тиҗарәтчи аилисидә дунйаға кәлгән. У өз ата- анисидин кичикидила айрилип, йетим қалған. Дадиси тиләш бегим артуш тиҗәнлик киши болуп, аләмдин өтәр чеғида, әмдила төрт йашқа киргән абдуреһимни қумул мөтивәрлиридин болған дости осман һаҗиға оғуллуққа беривәткән. Осман һаҗим көпни көргән, оқумушлуқ, тәрәққийпәрвәр киши иди. У өмүр бойи пәрзәнт йүзи көрмигән болғачқа, абдуреһимни интайин арзулап вә көңүл қойуп тәрбийилигән. Уни өзи оқутуп хәт-савадини чиқарғандин кейин, диний мәктәпкә бәргән. Диний мәктәптә дәрслик қилинған классик әсәрләр ичидә «соڧи аллайар» дегән китаб тилиниң чүшинишлик, аммибаб, гүзәл, тәсирлик болуши вә вәзниниң җараңлиқлиқи билән Абдуреһим Өткүрни өзигә мәڧтун қиливалған. Шуниң үчүн у икки миң мисрадин артуқ шеирдин түзүлгән...

Давамини оқуң!

Чимәнгүл Авут

Чимәнгүл Авут

Йаш шаирә Чимәнгүл Авут 1973- йили 6- дикабир қәдимий шәһәр қәшқәрдә туғулған. 1991- Йили оттура мәктәпни пүттүрүп қәшқәр пидагогика иниститотиниң җоңгу тил-әдәбийат кәспигә қобул қилинған. Униң алий мәктәптә оқуватқан мәзгиллиридила шинҗаң йаш өсмурләр нәширийати тәрипидин тунҗи шеирлар топлими «тәтур чиқин» нәширқилинған, 1996- йили оқуш пүттүрүп қәшқәр Уйғур нәшрийатиға хизмәткә тәқсим қилинғандин буйан һазирғичә Уйғур тәһрир бөлимидә муһәррир болуп ишләватиду. Әдиплик һайатиуниң арқа-арқидин нәшир қилинған «қисас ғунчиси», «таш йапрақ», «барса кәлмәс йол» қатарлиқ шиерлар топламлири оқурмәнләрниң изчил йахши баһасиға иришкән. «Шор дәрйаниң у тәрипи» намлиқ дастани 14- нөвәтлик «хантәңри әдәбийат мукапати» ға иришкән. Чимәнгүл Авут 2004- йили шинҗаң бойичә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ «айаллар әдәбийати муһакимә йиғини» да «шинҗаңдики он мәшһур айал әдип» ниң бири булуп баһаланған. «Барса кәлмәс йол» намлиқ шиерлар топлими 2008- йили 11- айда мәмликәтлик 9- нөвәтлик аз санлиқ милләтләр...

Давамини оқуң!

Исламҗан Шерип

Исламҗан Шерип

Алим, төһпикар тәрҗиман, заманимиздики даңлиқ Уйғур нәширийатчиси, натиқ Исламҗан Шерип 1947-йили 3-айда қәшқәр шәһридә туғулған, бәшкерәм, ават йеза вә қәшқәр шәһиридә толуқсиз, толуқ оттура мәктәпләрдә оқиған. 1976-Йили җ к п гә киргән. У «ш, у, а, р иҗтимаий пәнләр мунбири» тәһрир һәйитиниң мудири, җуңго аз санлиқ милләтләр пәлсәпә, идийә тарихи җәмийтиниң даимий һәйәт әзаси, җуңго Уйғур мәдәнийәт-тарих тәтқиқат җәмийтиниң даимий әзаси, «қудағубилик» илмий җәмийитиниң әзаси, «он икки муқам» тәтқиқат җәмийтиниң әзаси ш, у, а, р иҗтимаий пән әсәрлирини баһалаш комтети ишханисиниң муавин мудири болған. У 1967-йили сабиқ мәркизий милләтләр институтини, 1985-йили җ к п мәркизий партийә мәктипиниң аспирантлиқ синипини пүттүргән. Илгири-ахир болуп йәкән наһийилик партком тәшвиқат бөлүми. Қәшқәр вилайәтлик партком тәшвиқат бөлүмлиридә нәширийат-ахбарат кадири, нәзәрийә тәтқиқат бөлүмниң муавин мудири, қәшқәр вилайәтлик пәлсәпә -иҗтимаий пән саһәсидикиләр бирләшмисиниң муавин рәиси, қәшқәр вилайәтлик...

Давамини оқуң!

Доктор Әркинай Аблиз

Доктор әркинай аблиз

Әркинай аблиз 1976- йили бүгүр наһийисидә бир оқутқучи аилисидә дунйаға кәлгән. У 1997- йили шинҗаң педагогика университетиниң физика кәспини пүттүрүп, баклавур унванини алди. У университетта оқуватқан мәзгилдә өзлүкидин рус тили өгәнди. Алий мәктәпни пүттүргәндин кейин бүгүр наһийилик 1- оттура мәктәптә физика оқутқучиси болуп ишлиди. Хизмәт қилиш җәрйанида у чәт әлгә чиқип оқушқа ирадә бағлап, бир тәрәптин ишләп, бир тәрәптин өзлүкидин инглиз тилини өгәнди. Шундақла шинҗаң университетиниң магистирант тәрбийиләш мәркизидә «қолланма математика» кәспидә икки йил дәрс алди. Америкида магистирлиқ вә докторлуқ унвани үчүн оқуйдиған чәт әллик оқуғучилар «тофил» (TOEFL) дәп атилидиған инглиз тили имтиһани билән «GRE»дәп атилидиған толуқ оттура мәктәп кәспий дәрслирини мәзмун қилған йәнә бир имтиһанда лайақәтлик болмиса болмайду. Әркинай қаттиқ тиришип, өзлүкидин инглизчә өгиниш нәтиҗисидә TOEFL вә GRE имтиһанлирида йахши нәтиҗә билән лайақәтлик болуп, 2001- йили нйу йорк штатлиқ...

Давамини оқуң!

Мәмтимин Һошур

Мәмтимин Һошур

Мәмтиин һошур – Уйғур һазирқи заман әдәбийатидики көзгә көрүнгән вә муһим орунни игилигән йазғучилардин биридур. У асаслиқи проза саһәсидә муһим әсәрләрни вуҗудқа кәлтүрүп, Уйғур һазирқи заман әдәбийатиниң тәрәққийатида бәлгилик төһпә қошқан. У һазир җуңго йазғучилар җәмийитинң әзаси.

Қисқичә һайати
Йазғучи Мәмтимин Һошур 1944-йили ғулҗа шәһиридә туғулған. 1962-Йили ғулҗа шәһәрлик 3-оттура мәктәпни, 1967-йили шинҗаң университетиниң тил-әдәбийат факолтетини пүттүргән. 1968-Йилидин 1972-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик бағвәнчилик мәйданида қайта тәрбийидә болған, 1972-йилидин 1975-йилиғичә ғулҗа шәһири кепәкйүзи йезисида хәлқ ишлири кадири, 1975-йилидин 1979-йилиғичә ғулҗа шәһәрлик шәһәр қурулуши идарисидә тәшвиқат кадири қатарлиқ хизмәтләрни ишлигән.

Йазғучилиқ һайати
Мәмтимин Һошур 1979-йилидин 1995-йилиғичә «или дәрйаси» жорнилида муһәррир, баш муһәррир, или областлиқ йазғучилар җәмийитиниң кәспий йазғучиси вә муавин рәис қатарлиқ вәзипиләрни өтигән.

1995-Йилидин 2006-йилиғичә шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ йазғучилар җәмийитиниң рәиси болған.

У һазир җуңго йазғучилар җәмийитиниң һәйәт әзаси, йазғучиниң «алма» намлиқ тунҗи һекайиси 1965-йили «шинҗаң гезити»...

Давамини оқуң!

Алим Әһәт

Алим Әһәт

Алим Әһәт, йумшақ детал инженери, уйғурсофт ширкитиниң қурғучиси, шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутиниң оқутқучиси болуп, у 1973- йили 6- айниң 14- күни шайар наһийәсидә туғулған, 1980- йилидин 1991- йилиғичә шайар наһийәлик 1- башланғуч вә 1- оттура мәктәптә оқуған, 1991- йили 9- айда шинҗаң университети математика факултети һесаблаш математикиси кәспигә қобул қилинған, 1995- йили 7- айда шинҗаң университети математика факолтети һесаблаш математикиси кәспини пүттүргән. 1995- Йили 9- айдин 1996- йили 7- айғичә бейҗиң тәбиий пән вә санаәт пәнлири университетида билим ашурған, 1996- йили 9- айдин башлап һазирғичә шинҗаң университети математика вә система пәнлири иниститутида оқутқучи болуп ишләватиду. У «қоллинишчан математика» кәспидә аспирантлиқ оқуш тарихи, йумшақ детал инженерлиқ кәспидә магистирлиқ унвани (2009), чоң мәлумат вә учур қезишта инженерлиқ кәспкарлиқ салаһийәткә игә. Униң учур техника саһәсидики тәтқиқат йөнилиши тәбиий тилни бир...

Давамини оқуң!