Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Арилимақ

Пеил ①арисидин, оттурисидин, ичидин өтмәк, айланмақ, кәзмәк; көздин кәчүрмәк: батур қатар орундуқларни арилап өтүп, йолвас шуҗиниң қешиға кәлди. ②Четилма рәвишдаш шәклидә келип «мәлум вақитни өткүзүп, анда-санда, бәзи-бәзидә» дегән мәниләрни билдүриду: уссулчилар уссул ойнашти, арилап тансиға чүшкүчиләрму болди .③Аҗратмақ, тосмақ, бесиқтурмақ: идрис ғ сулайманниң йақисиға есилди. Бу вақитта йақуп йүгүрүп келип, уларни арилиди.

Асасланмақ

①«Асаслимақ» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: уларниң оттуриға қойуватқини нәччә миң йиллиқ тарихий реаллиқ арқилиқ асасланған нуқтиинәзәр. ②Мәлум шәйини хуласилаш йаки һөкүм қилишниң алдинқи шәрти қилмақ; тайанмақ, йөләнмәк: тилшунаслиққа даир тарихий хатириләргә асасланғанда, алтай тиллири тоңғус тили, түркий тиллар вә моңғул тил тармақлирини өз ичигә алиду.

Асайиштә

Сүпәт [парсчә] уруш-талаш, җәңги-җедәлдин, ғовға-тәшвиштин халий; тинч, бихәтәр, хатирҗәм: бир қетим, бир йаш алим униң бәһузур, оңушлуқ, асайиштә турмушиға интайин зоқлинидиғанлиқини билдүргәниди.

Астрономийилик

Сүпәт. Астрономийигә аит, астрономийигә тәвә: алдинқи қетимлиқ «тоққуз сәййариниң марҗансиман рәтлиниши» дәк астрономийилик һадисә буниңдин 179 йил илгири көрүлгәниди.