Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Атқучилиқ

Исим ①пахта, йуң қатарлиқларни йумшитиш, титиш иши: тохтиахун ака йил бойи атқучилиқ билән күн кәчүрәтти. ②Оқйа йаки милтиқ қатарлиқларни етиш иши: бизниң қисимда атқучилиқ билән даң чиқарғанлар аранла биз иккимиз.

Атланмақ

Пеил ①атқа минмәк: улар атлиқ кәлгән, улар билән биринчи дуйниң әзалириму атлинип биллә келишкәниди. ②Көчмә. Бирәр җайға бериш үчүн тәййарланмақ, һазирланмақ: һазир алдинқи сәптә күрәш қизимақта, мән пат йеқинда бу муқәддәс җәңгә атлинимән .③Көчмә. Бирәр ишни қилишқа тәййарланмақ, һазирланмақ:-биз әзалар билән мәслиһәтләшкәндин кейин, қарлиқ тағниң сүйини әкилишкә атлинимиз,-деди сабир һакимға.

Атикарчилиқ

Исим. Өзини көрситишкә амрақлиқ, мәнмәнчилик, ақсақаллиқ: у башқиларниң сөзлири түгә түгимәйла сөз қистуруп атикарчилиқ билән сөзни тартивалидиған бир хил тәтүр миҗәзлик адәм болуп йетилмәктә иди.

Ачлимақ

Пеил. Әнәниви адәт бойичә биравниң ечи кирип қалған кишидики ачни чиқириш үчүн сәрәңгә, нан қатарлиқ нәрсиләр билән шу кишини бәлгилик әнәниви адәтләр асасида түртүп-ноқулап, ачни чиқармақ, биравниң ечи кирип қалған кишини давалимақ.

Адашмақ

Пеил ①нишан, йол, һесаб, пикир, сөз, хийал, әқил қатарлиқлардин азмақ: йолдин адашмақ. *Йахшини махтисаң йаришиду, йаманни махтисаң адишиду (мақал). ②Сәвәнлик өткүзмәк, хаталашмақ, йолдин чиқмақ: у адашқан йашларни йетәкләш, тәрбийиләш, өзгәртиш хизмитигә алаһидә әһмийәт бәрди.