Уйғур Тилиниң Изаһлиқ Луғити

Йиликини Чақмақ

Вәйран қилмақ, әбҗиқини чиқармақ, һалсизландуруп кардин чиқармақ, күч-қуввитидин айримақ: өткән йилқи тәбиий апәт деһқанчилиққа зор зийан кәлтүрүп, деһқанларниң йиликини чеқивәтти.

Йилики Үзүлмәк

Иқтисадий җәһәттә қийин һаләткә чүшүп қалмақ, иқтисадий әһвали интайин начарлашмақ, намратлашмақ: қейинатамниң өлүмини узитимиз, йәттә, қириқ нәзирлирини беримиз дәп, йиликимиз үзүлүп қалди.

Йимирмәк

①Пеил хемир қатарлиқларни әйләп пишурмақ, қол билән муҗуп әйлимәк, пишурмақ: хемирни йимирмәк. ②Қаттиқ нәрсиләрни қол йаки мунасивәтлик әсваблар билән сиқип, муҗуп езип увимақ, езилгән, муҗулған, увақ һаләткә кәлтүрмәк: у деңиз саһилида олтуруп, бир қоли билән ташни йимирип увап, йәнә бир қолини қумға патурупту. ③Қаш-көз, ләв қатарлиқ әзаларни пүрүштүрмәк, пүрмәк йаки йеник түрмәк: -һә, бу немә дегиниңиз?-Дәпту шаһ қашлирини йимирип. *У қапқара, инчикә бурутини йимирип олтуруп, гәп башлиди. *-Саңа немишқа тәң иди, -деди мәшурахун калпукини йимирип, -түгәп кәтсә, тепип беридиған адәм мән әмәсму? ④Көчмә мәнидики сөз. Бирәр гуруһ, тәшкилат, һакимийәткә охшаш җәмийәткә тәсир көрситиватқан иҗтимаий күчни ағдурмақ, йоқатмақ, йаки уни түрлүк васитиләр билән әслидики күч-қуввитидин мәһрум қилмақ, аҗизлаштурмақ, ғулатмақ, вәйран қилмақ: қәтий тәдбир...

Давамини оқуң!

Йимирилмәс

Сүпәт. ①Йимирилмәйдиған, йимирилип кәтмәйдиған.

②Мустәһкәм, мәзмут, һәрқандақ җайда, һәрқандақ әһвалда бузулмайдиған, езилмәйдиған, йеңилмәйдиған, ағдурулмайдиған, ғалиб: буниңдин кейин биз барлиқ чарә-тәдбирләрни қоллинип, хәлқ армийисини мәңгү йимирилмәс орунға игә қилишимиз лазим. *-Биз йимирилмәс күч болуп уйуштуқ,-деди әнвәр җиддий һалда.