①«Йимирмәк» пеилиниң мәҗһул дәриҗиси: у шахтики чечәкләрни елип бир увилиғаниди, һелиқи чечәкләр йимирилип, кичиккинә бир калләккә айлинип қалди. *Әшрәп бовайниң көзлири парқирап, қелин калпуклири күлкидин йимирилди. ②Көчмә мәнидики сөз. Аҗизлашмақ, һалидин кәтмәк, вәйран болмақ, йоқалмақ: тамларму харабидәк болуп кәткән-сувақлири пүтүнләй чүшүп, йимирилишкә башлиғаниди. *Йигитниң өзигә михтәк қадалған отлуқ көзлири алдида, қизниң җасарити йимирилди. *Әхтәмләрниң тойи йезилар еғир иқтисади йимирилишни баштин кәчүрүватқан пәйткә тоғра кәлгәниди. ③Көчмә. Бирәр иҗтимаий түзүм, һакимийәт йаки һоқуқ тутуватқан гуруһ, шәхсләр вәйран болмақ, йоқалмақ, ағдурулмақ, әслидики имтийаздин мәһрум болмақ: феодаллиқ чоң аилә түзүми муқәррәр йимирилди. *У «көрүп туруңлар, силәрниң йимирилидиған күнүңлар әтила йетип келиду» дәп ойлиди. ④Йәргә мәһкәм чаплашмақ, йәргә мәһкәм орунлашмақ (олтуруш һәрикити һәққидә): у әмди йимирилип олтуруп,...
Давамини оқуң!