Ғәнизат Ғәйурани (1930-2007) кәлпин наһийәсидә туғулған. 1948-Йилидин 1950-йилиғичә шинҗаң дарилфонунида оқуған. 1950-Йилидин 1953-йилиғичә сабиқ өлкилик 2-дарилмуәллиминдә оқутқучи болған. 1953-Йилидин 1955-йилиғичә шинҗаң хәлқ нәшрийати Уйғур дәрслик гурупписиниң башлиқи болған. 1955-Йилидин 1957-йилиғичә мәркизий милләтләр институтиниң тилшунаслиқ синипида оқуған. 1957-Йилидин 1962-йилиғичә «шинҗаң гезити» идарисидә муһәррир, мухбир болуп ишлигән. 1962-Йилидин 1966-йилиғичә үчтурпан наһийәлик 1-оттура мәктәптә оқутқучилиқ қилған. 1980-Йилидин башлап, шинҗаң Уйғур аптоном районлуқ тил-йезиқ комитетида тил тәтқиқати билән шуғулланған. Ғәнизат Ғәйурани 1949-йили «шинҗаң гезити» дә елан қилинған бир түркүм шеирлири билән иҗадийәт сепигә киргән. Униң «тарим бойида», «һайат қошиқи» қатарлиқ шеир топламлири, «болди қил» намлиқ фелйәтон вә сатиралар топлими, «100 рубаий» намлиқ рубаийлар топлими нәшр қилинған. Ғәнизат Ғәйураниниң тил тәтқиқат вә нәшрийатчилиқ саһәсидики төһписиму алаһидә гәвдилик....
Давамини оқуң!